|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

сколаризм (илманизм) вә җаһилийәт... бир дачәнниң икки тәрипи

проффесор, доктур җәфәр шәйх идрис
 

илавә: гәрчә илманизим аталғуси биз уйғурларда техи дегәндәк ишлитилип кәтмигән болсиму, буни бир қисим зиялилар әрәбчидики әйни тәләппуз бойичә елишни тәвсийә қилишиватиду. бу аталғу ингилизчидики ”scularism“ (динсизлиқ) дегән сөздин әрәбчигә илманизим дәп, бир қисим шәрқшунасларниң гумаштилири тәрипидин хата тәрҗимә қилинған. бу аталғуни илманизим дәп қобул қилғанда, униң динсизлиқ мәниси өзгирип, илимни яқлиғучилар дегән мәнани бириду вә өзиниң әслидики мәнисидин чәтнәп китиду. биританийә маарип қамуси ”scularism“ни динсизлиқни тәрғип қилидиған бир хил иҗтмаий һәркәт... дәп изаһлиған. гәпни хуласилигәндә, бу аталғуниң омумлашқан мәниси ”диндин ташқири һакимйәт түзүмини яқлаш“ни тәшәббус қилиду. йәни, динни сиясәттин, сиясәтни диндин йирақлаштуруштин ибарәт юшурун һәркәтни чөридәйду. шуңа, уйғур зиялилириниң бу аталғуни ингилиз тилидики атилиши бойичә” сколаризм“ дәп елишини тәшәббус қилимән. -тәрҗимандин

сколаризм мәдәнийити яки һазарити һавайи- һәвәсни һәқиқи илаһниң орниға чүшүривалған бир хил мәдәнийәт болуп, барлиқ шәкил вә түрлири(кона яки йеңи, шәрқчә яки ғәрбчә) ниң әслидики купур ортақилиқидин үнгән бир хил ортақ алаһидилики бар. чүнки, кишилик қиммәт вә мәдәнийәт, кишиләрниң ички дунясиниң әһвали вә етиқадлириниң мивисидин ибарәт болиду. етиқад охшишип кәтсә, қиммәт қараш, сөз, паалийәт, тәһлил вә тәписрләрму охшаш болуп қалиду. аллаһ таала мундақ дәйду: "улардин бурун өткәнләрму (пәйғәмбәрлиригә) шундақ сөзни қилған иди; уларниң диллири бир- биригә охшайду "[1] , йәнә мундақ дәйду: "улардин илгирики үммәтләрму шундақ иди, уларға һәр пәйғәмбәр кәлсила улар (уни): "бир сеһригәр яки бир мәҗнун" деди*улар (пәйғәмбәрләрни инкар қилишни) бир - биригә тәвсийә қилишқанму? һәргиз ундақ әмәс (йәни улар бир - биригә ундақ тәвсийә қилишқан әмәс) улар һәддидин ашқучи қәвмдур"[2]

җаһилийәт мәдәнийити җинси шәһвәткә өзини беғишлиған, зинани барлиқ шәкиллири билән йоллуқ дәп қарайдиған мәдәнийәт.

урвә ибн зубәйр аишә рәзийәллаһу әнһаниң униңға мундақ ишни дәп бәргәнликини ривайәт қилиду: җаһилийәттә никаһ төт хил болатти. бири кишиләрниң һазирқи никаһлириға охшайтти бир киши йәнә биригә қизини биришни тәләп қилатти, у мақул болғандин кейин, никаһ оқулатти. йәнә бири, әр киши аялиға: әгәр нифастин паклансаң, паланиниң қешиға берип, туруп кәл, дәйтти-дә, аяли шу кишидин һамилдар болғанлиқи ениқланға қәдәр униңға йеқин йолимайтти. һамилдар болғанлиқи ениқланғандин кейин, әгәр йолдиши халиса, униң билән биргә болатти. буниму балиниң абройи үчүн шундақ қилатти. бу никаһ истибза (мал орнида отүнүп бириш никаһи) иди. йәнә бир никаһ, ондин артуқ әр бир йәргә җәм болуп, аялниң қешиға кириду вә һәммиси җинси мунасивәт өткүзиду. әгәр һамилдар болуп, туғқан болса, бир нәччә кечә өткәндин кейин, борун җинси мунасивәт өткүзгән кишиләрни чақиртиду, уларниң арисидин һечким бу йәргә кәлмәсликкә җурәт қилалмайду. улар кәлгән чағда, аял: силәр қилған ишиңларни билисиләр,дәйду вә уларниң арисидин өзи яхши көргән биригә” һәй палани бу сениң балаң“ дәп, балини униңға йүкләйду, у киши буни рәт қилалмайду. төтинчи хил никаһ, бир топ кишиләр бир аялниң қешиға кириду, у уларниң һечқайсисини рәт қилмайду. улар паһишиләр болуп, ишиклириниң үстигә байрақ чиқирип қоятти, ким улар билән бир йәрдә болушни халиса, биргә болатти. әгәр һамилдар болуп тоғқан болса, униң билән биргә болған кишиләр у аялниң йениға топлинип, уларға балиниң чирайини биләләйдиған тәҗрибилик кишләрни чақирип, улар чиқарған йәкүн бойичә аял балисини биригә йүкләйду. шуниң билән униң оғли болуп чақирилиду. у буни рәт қилалмайду. муһәммәд әләйһиссалам һәқиқәт билән ибәртилгәндин кейин, җаһилйәтниң бу хил никаһлириниң һәммисини йоққа чиқирип, бүгүнки кишиләрниң никаһила қалди. (бухарий, никаһ: 37- айәт.)

әрәбләрниң бу хил җинси баш баштақлиғи башқа милләтләргә қариғанда, йәнила түвән сәвийәдә туриду. мулаһизә қилғинимиздәк, улар боваққа һәқиқи йосунда болмисиму бир нәсәбкә тәвә болишиға һерисмән иди.

җаһилийәт мәдәнийити зинани мақул көргинигә охшашла униң барлиқ тәйярлиқ вә сәвәбилириниму йоллуқ дәп қарайтти. әрәб җаһилийәт дәвридики аяллар, ғәрб җәмийидики һәмширилиригә охшашла, барлиқ әрләрниң алдида, аяллиқ алаһидиликлирини көз- көз қилиштин хеҗиллиқ һис қилмайтти. чачлирини, боюнлирини һәтта, көксилирини ечивитәтти. кейимлирини толуқ кәймәйтти. бәзидә толуқ ялиңачлинишму улар үчүн нормал иш иди. әрләр билән арилишатти, мәһрәмсиз айрим җайларда олтуришатти. әтирләни болди, дегүчә чечип, кочиларни айлинатти.

җаһилийәт мәдәнийити нормал муамилә қилишни, болупму аялларға нормал муамилә қилишни билмәйду.

җаһилйәт мәдәнийити аялларға қул яки һайванлардәк муамилә қилиду. өмәр рәзийәллаһу әнһу мундақ дәйду: җаһилийәттә, аялларни һечнемә санимайттуқ. (бухарий, либас, 30) әмма ислам болса, уларни әрләр билән охшаш, һәтта, улардин йоқириму көриду: "мән һәқиқәтән уларға (йәни сәбә аһалисигә) бир аялниң (йәни билқисниң) падишаһлиқ қиливатқанлиқини көрдүм, униңға (өзигә вә сәлтәнәтигә керәклик) һәммә нәрсә берилгән икән, у чоң әршкә игә икән [3]"

қуранда йәнә мундақ келиду: " у (йәни билқис) ейтти: "и улуғлар! мениң (бу) ишимда мәслиһәт бериңлар, силәрни үстидә қоймай туруп һеч ишни бекиткиним йоқ"

*улар ейтти: "биз күчлүк вә җәңгивармиз, иш сениң ихтияриңдидур, (бизни) немигә буйруйдиғанлиқиңни (ойлап)көргин"[4]

җаһилийәт һазарити җинси һавайи - һәвәсләргә әгишиштә мубалиғә қилип, лут әләйһиссаламниң қәвми, йонанлиқлар вә бүгүнки яврупалиқлардәк охшаш җинислиқларниң җинси мунасивәт өткүзишигә йол қойиду

җаһилийәт һазарити, һарақ ичишни, қимар ойнашни, җазанә йийишни йоллуқ дәп қарайду. уларда нәсиби яки өзлириниң есил әнәнилири билән пәхирлинидиған иш йоқ. уларниң пәхирлинидиғини пәқәт, аҗизларға зомигәрлик қилишта гәвдилиниду. җаһилийәт дәвридики әрәбләрму шундақ қилатти. ғәрб һазаритиму өзидин аҗизларни ани тепип, улани мустәмликә қиливалди. у йәрниң кишилиригә һайванларға қилидиған муамилиләрни қилиду.

берақ, җаһилийәт һазарити, йоқириқидәк йолсизлиқлири билән йәнә мәдәнийәт бәрпа қилип, техникиви елимләрдә башқилардин ешип кәтти. санаәт, йеза игилик җәһәттә нурғун утуқларни рояпқа чиқиралиди. әмма, уларниң бу хил алаһидиликлири роһий дунядин йирақлап кәткәнчә, уларға хатирҗәм һаят беғишлиялмиди вә мәңгү беғишлиялмайду.

"улар һаятий дуня ниң ташқи көрүнүшинила билиду, улар ахирәттин (йәни ахирәт ишида ойлиништин вә ахирәт үчүн ишләштин) ғәпләттидур"[5]

"улар йәр йүзидә кезип өзлиридин илгири өткәнләрниң ақивитиниң қандақ болғанлиқини көзәтмидиму?улар (йәни өткәнләр) қуввәттә булардин күчлүк иди. улар зираәт теришта, имарәт селишта булар (йәни қурәйшләр) дин үстүн иди. уларға пәйғәмбәрлири мөҗизиләрни елип кәлди (улар мөҗизиләрни инкар қилди). аллаһ уларға зулум қилмиди (йәни аллаһ уларни гунаһсиз һалак қилғини йоқ), лекин улар өзлири (куфри үчүн вә пәйғәмбәрләрниң мөҗизилирини инкар қилғанлиқлири үчүн) өзлиригә зулум қилди (шуниң билән улар һалак болушқа тегишлик болди)"[6]

"пәрвәрдигариңниң ад - күчлүк ирәмни қандақ җазалиғанлиқини көрмидиңму? *бундақ адәмләр башқа шәһәрләрдә яритилмиған иди*шуниңдәк вадиқорада ташларни кесип (өйләрни бина қилған) сәмудни аллаһ қандақ җазалиди*шуниңдәк қозуқлар игиси пирәвнни қандақ җазалиди*улар шәһәрләрдә (зулум қилишта) һәддидин ашти*у йәрләрдә бузғунчилиқни көп қилди*пәрвәрдигариң уларға қаттиқ азабни назил қилди*пәрвәрдигариң (бәндиләрни) әлвәттә көзитип турғучидур"[7]

т - а. қарлуқий
------------------------------------------
[1] бәқәрә сүриси, 118- айәт.
[2] зарият сүриси, 52, 53- айәтләр.
[3] нәмлә сүриси, 23- айәт.
[4] нәмлә сүриси, 32, 33- айәтләр.
[5] рум сүриси, 7- айәт.
[6] рум сүриси, 9- айәт.
[7] фәҗир сүриси, 6- айәттин 14- айәткичә.

мақалә сәһиписигә қайтиш>
 

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org