|
|
иҗтиһадниң шәрти немиләрдин
ибарәт?
һәқиқитичо? фиқһишунасларниң нәс (қуран,
сүннәт..) бар йәрдә
иҗтһад қилишқа болмайду,
дегинидә немини мәқсәт қилиду?
аллаһниң исми билән, униңға һәмду-
сана, рәсулиға дуа вә салам йоллиғандин кейин:
бу суалға фропписор, доктур юсуф
абдуллаһ әлқәрдавий мундақ дәп җавап бириду:
әгәр у кишиләрдә иҗтиһадниң шәрти
тепилсила, иҗтиһад қилиш уларниң һәққи, һәтта ваҗиби. бу шәртләр һәммигә
мәлум болуп, усул әлфиқһи китаблирида әтраплиқ йезилған болуп, уларниң
муһимлири төвәндикичә:
1- қуран кәримгә даир елимләрни
билиш.
2- пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сүннәтлирини билиш
3- әрәбчини билиш
4- өлималар бирликкә кәлгән
мавзуларни билиш
5- усул әлфиқһи вә қияс илимлирини
билиш
6- шәриәт һөкүмлириниң мәқсәт-
муддиалирини билиш
7- өзидә фәқиһләргә хас қудрәт
йитилидиғанға қәдәр фиқһи илмий билән шуғуллиниш
8- кишиләрни вә һаятни чушиниш
9- адил, инсаплиқ вә тәқва болуш
10- бундин башқа өлималар бирликкә
кәлгән вә ихтилап қилишқан шәртләрни билиши лазим.
кимдә бу шәртләр тепилса, униң
иҗтиһад қилиш һәққи, һәтта ваҗиби. етибари бар һечқандақ бир алим
әсирләр мабәйнидә үсәк сөз болуп, тарқап йүргән, иҗтиһад бабиниң тақилип
қалғанлиқи һәққидә бир нәрсә демигән.
иҗтиһадниң баби учуқ, уни аллаһ вә
униң рәсули ачқан. аллаһ вә униң рәсули ачқан ишикни һекимниң тақап қоюш
һәққи йоқ. лекин иҗтиһад, өз орнида, өз әһли тәрипидин, шәртлири билән
елип берилиду. иҗтиһад қилишқа лайиқ адәмләр иҗтиһад қилиду, иҗтһад
қилидиған саһәдә, иҗтиһад қилидиған орунда иҗтиһад қилиду. иҗтиһад
қилидиған орун вә саһә болса, кәскин дәлил болмиған шәри һөкүмләрниң
һәрқандиқи тоғрисида еилип беришқа болиду. әмма, кәскин шәрий дәлилләр
бар мавзуларда иҗтиһад елип беришқа болмайду. мана бу ”нәс бар йәрдә
иҗтиһад қилинмайду“ дегәнликиниң мәниси. йәни, дүч кәлгән мавзу билән
мунасивәтлик бивастә, ениқ, тоғра дәлилләр бар йәрдә, өлималар
иҗма(бирликкә кәлгән) қилған (бу усул оқумидики нәсни көздә тутиду)
йәрдә иҗтиһад қилишқа болмайду. бу өлималар тәтқиқ қилип, түгәткән тима
болуп, бундақ орунлардиму иҗтиһадни тәкрарлашниң зөрурийти йоқ.
йәнә уммәтниң етиқади, әхлақий,
пикри бирликигә мәркәзләшкән, мәйли кәскин, мәйли кәскин болмисун бу
саһәләрдә бәзи кишиләр дава қилғандәк, иҗтиһадни йеңилашқа һаҗәт йоқ.
һазир мусулманларға қилиниватқан бир хил сүйиқәст болуп, кәскин ишларни
еһтималлиққа, муәййән мәнигә игә һөкүмләрни, мәниси муәййән болмиған
һөкүмләргә өзгәртиветиш үчүн күчлүк һәрикәт қиливатиду. улар биздин
һәтта рибаниң һарамлиқи тоғрисидиму қайта тәтқиқ қилип беқишни күтиду.
уларниң арисида һарақниң һарамлиқидин гуманлинидиғанларму бар, улар
аллаһ таала : ”һарақтин йирақ туруңлар“ деди, дәп, аллаһниң муну айәт
кәримисигә ишарәт қилиду: "и мөминләр! һарақ ичиш,қимар ойнаш, бутлар (йәни
чоқунуш үчүн тикләнгән ташлар)ға чоқунуш, пал оқлири билән пал селиш
шәйтанниң иши, паскина қилиқлардур" (маидә сүриси, 90- айәт) уларчә, бу
айәттә һарақни һарам демигән.
кәскин һөкүмләр бар, сөз ечиш мумкин
болмайдиған тимиларда, мәсилән: оғул билән қизниң мирас елишта баравәр
болишиға охшаш мәсилиләрни қайта нәзиримизни ағдуришимизни халайдиған
кишиләрму бар. улар, аллаһ тааланиң муну айитигә очуқтин очуқ қарши
чиқиду: " аﷲ балилириңлар (ға тегидиған мирас) һәққидә тәвсийә қилидуки,
бир әргә икки аялниң һәссиси тегиду" (ниса сүриси, 11-айәт), бу айәт
тоғрисида мундақ дәйду: қуран бу хил принсипни оттуриға қойғанда,
дәврниң тәливигә мас киләтти. чүнки, аял әргә қарашлиқ, әр һәммә ишқа
мәсули иди. униң иқтисадий мустәқил әмәс иди. әмма, иқтисади әһвали
мустәқил, оқуватқан, әрләр қатари ишләватқан... болғанкән, бу мәсилигә
қайта қарап чиқиш лазим. биз, бу тәклипни қәти рәт қилимиз.
иҗтиһад өз орнида, өз тимисида елип
берилиду; улар, кәскин шәрий нәс кәлмигән, ислам уммити тохталған
шәкилдә иҗма қилмиған мәсилиләрдә елип беришқа болиду.
т- а. қарлуқий
мақалә
сәһиписигә қайтиш >
|
|