|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

аллаһ тааланиң һөкүмлири тоғрисида елимсиз һалда сөзләшниң хәтири һәққидә

шәрий илимдин хәвири йоқ адәмләрниң аллаһ тааланиң һөкүмлири тоғрисида еғиз ечишиниң нәқәдәр хәтәрлик икәнликини сағлам әқли бар һәрқандақ инсан яхши билиду. бу темида билип сөзлимәй, өзиниң пикри вә көз- қарашлирини шу саһә әһлигә қоюп бәрмәй, уни наданларчә аллаһниң дини намидин оттуриға қоюш әқилгә ойғун әмәслики,һәммигә айдиң әқәлли сават. дәрвәқә, йүрикидә кесәл бар адәм чиш духтуриниң тәлиматиға биһаҗәт болғандәк, машинисиниң камири йерилип кәткән кишиму түмүрчиниң қилған тәвсийәсилиригә биһаҗәт...

мана мушундақ һәммигә мақул килидиған хуласиләр ичидин әһли ислам арисида адәмни биарам қилидиған, әмма тип- тинч бир һадисигә нисбәтән билгәнлиримни оттуриға қоюш мәқситидә бу мақалини яздим.

уни һадисә десәмму, паҗиә десәмму боливерәтти. чүнки, шәриәт илимлири саһәсигә илипни чумақму дейәлмәйдиған бир бөлүк кишиләр бастуруп кирип, шәриәт әһкамлириға хилап һалда, пәтива бириш вә ислам дини пәлсәпилири бойичә нәзирийәләрни оттуриға қоюш билән шуғулланди вә шуғллиниватиду. һәммигә мәлум тәрипи шуки, у адәмләрдә бухил мәсилиләргә арилашқудәк илмий сәвийә вә илим адәмлиригә хас сүпәтләр йоқ.

мени биарам қиливатқан мәсилиләрниң бири, бир қисим язғучи вә шаирлар гезит- жорналлар арқилиқ бәзи мәсилиләрни оттуриға қоюп, талаш- тартишларни қилди, муназириләрни елип барди вә бериватиду. әсилдә бу мәсилиләрни ундақ шәрй илимдин савади йоқ кишләр әмәс, һәтта илим әһлилири көтүрүп чиқсиму болмайдиған мәсилиләр иди.
йоқириқи тимида, кишиләрни дини һәққидә сөз қилиштин тусуш яки бәзиләрниң тәсвиридики ”дини кишиләр“ дәп аталған хата аталғуниң еқинини бойлап меңишни мәқсәт қилмаймән. лекин, динни һимайә қилиш вә униң чәк- чиграсиниң аллаһниң намидин сөзләшкә мунасип болмиған адәмләр тәрипидин дәхли- тәрүзгә үчиришиниң алдини елишни асасий мәқсәт қилғанлиқим үчүн, юқириқиларни оттуриға қойдум. дәрвәқә бундақ ғайә, йоқириқидәк өзиниң сөзләш вә һөкүм қилиш даирисидин һалқип, шәриәт ишилириға әлламиләрчә арилишивалған кишиләрниң хатирисидә асасий җәһәттин йоқ. бу хил пәрвасизлиқ вә чәк – чиградин һалқип кәткән кишиләргә бирилгән нурғун агаһландурушлар уларниң нәзиридин сақит болған болуп, өзиниң сөзләватқинини шәриәтниң һөкми қилип, уни аллаһ тааланиң бәргән бирәр һөкмигә селиштуруп нисбәт бириду. бундақ қилғанда, бир болса, назил қилинған вәһйигә уйғун илим вә аң билән сөзлигән болиду яки болмиса аллаһқа бөһтан чаплиған болиду. мана бу әң хәтәрлик мәсилә. бу, аллаһ таалаға ширик кәлтүрүштинму еғир җинайәтләр қатарида санилиду. чүнки, униңда аллаһ тааланиң рәббанийәтлик сүпитигә сәл қараш хаһиши бар. аллаһ таала мундақ дәйду:

"(и муһәммәд! уларға) ейтқинки, "пәрвәрдигарим ашкара вә йошурун яман ишларниң һәммисини, гунаһларни, (кишиләргә) наһәқ чеқилишни, (аﷲ ниң шерики болушқа) аﷲ һечқандақ дәлил чүшүрмигән нәрсиләрни аﷲ ға шерик кәлтүрүшни, өзәңлар билмәйдиған нәрсиләрни аﷲ намидин қалаймиқан сөзләшни һарам қилди."[1]

һафиз ибн җәвзи мундақ дәйду: ” бу айәт кәскин дәлил вә рошән чүшәнчә болмиғанда, дин тоғрисида сөзләшниң һарамлиқини көрситиду. аллаһ таала, бир ишқа өзиниң тәһлили бойичә һөкүм чиқарған яки асассиз бир нәрсини һарам қилған адәмләрни ”аллаһ намидин ялғанни өйдуруп чиққучилар“ дәп атиди. аллаһ таала мундақ деди:

"ағзиңларға кәлгән ялғанни сөзләш үчүн (һечқандақ дәлилсиз) "бу һалал, бу һарам" демәңлар, чүнки (мундақта) аллә намидин ялғанни ойдурған болисиләр, аллә намидин ялғанни ойдурғучилар һәқиқәтән (дуня вә ахирәттә) мәқситигә еришәлмәйду"[2]

һапиз ибн кәсир мундақ дәйду: "буниң даирисигә шәриәттә асасий болмиған бир ишта бидәт пәйда қилған яки аллаһ һарам қилған нәрсини һалал саниған вәяки аллаһ мубаһ қилған бир ишни өз көз қариши вә һавайи- һәвисигә тайинип һарам қилған... ларниң һәммиси кириду.

адәмни һәйран қалдуридиғини, өлималар бу тимида өзини атмаслиқ һәққидә агаһландуруш бәргәнсири, бир қисим кишиләр дини мәсилиләрдә пәрвасизлиқ қилип наһайити чоң тимиларға йепишивеливатиду. имам шәби (аллаһ униңға рәһмәт қилсун) мундақ дәйду: "силәрниң бириңлар пәтива бәргән бир мәсилә өмәр ибн хәттабниң алдиға килип қалғинида, униңға җавап бириш үчүн, бәдр ғазитиға қатнашқанларниң һәммисини топлиған болатти." имам малик- аллаһ униңға рәһмәт қилсун- мундақ дәйду: "кимики бир мәсилигә җавап бәргән болса, җаваптин илгири өзини дузах билән җәннәткә тәңләп бақсун вә униңдин қандақ аман болушни ойлап қойсун, андин җавап бәрсун." ибн мункәдир мундақ дәйду: алим аллаһ билән бәндә оттурисидики ишқа арилишиду. у өзи үчүн бир чиқиш йоли издиши лазим. аллаһ һәммидин алимдур, пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламға дуалиримизни йоллаш билән мақалимизни ахирлаштуримиз.

язғучиси: халид абдурраһман әшшайи
---------------------------------------------------------------------------
[1] - ал имран сүриси, 33- айәт.
[2] нәһил сүриси, 116- айәт.

 мақалә сәһиписигә қайтиш>
 

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org