|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

мусулманларниң иззәт- абруйини қоғдаш исламниң нигизлик мәсилилиридин бири

 

һелиһәм дуня бойлап, яхши кишиләрниң қәлби һәқиқәт вә адаләт дини болғанлиқи үчүн, ислам тәрәпгә тәлпүниду.

аллаһ таала мундақ дәйду: "пәрвәрдигариңниң сөзи наһайити растур, наһайити тоғридур"[1]
шуниң үчүн аллаһ тааланиң, йоқири икки хил хисләттин башқиларни гуманландуруп, батилни өз ичигә елип, залимға яридәм биридиған дин икән дегән йәргә килип қалмаслиқи үчүн барлиқ бошлуқларни өз шәриитидә мустәһкәм итиши униң һекмәтлиридин иди.

бу динниң кишиләрниң тәсәввуридики гүзәл образини сақлашниң әһмийти наһайити зор. қандақ әһвал болишидин қәтий нәзәр, бу образни хунукләштүридиған сөз яки һәрикәткә қарши туруш (бу сөз яки у әмәл елип бериш рухсәт қилинған тәқдирдиму) бу диндики наһайити муһим қаидиләрниң бири. берақ, өзини исламға тәвә дәп қарайдиған бир қисим кишиләр, диндарлиқни интайин тар даирә ичидә чүшинивелип, өзиниң қиливатқан иши, дәватқан сөзлиридә пәрвасиз болуп, динсизларниң униңға қандақ қаришиға писәнт қилип кәтмәйду. униң үстигә бу пәрвасизлиқ вә тар рамка ичидики өзиниң дини қаришини исламниң диний йолюруқлириға мустәһкәм есилғанлиқ дәп гуман қилишиду. әмилийәттә, улар динни яхши чүшәнмәйла қалмастин, башқиларниңму бу динға киришигә тусалғу болуп қалиду.

әнә шундақ кишиләр, аллаһ тааланиң өзиниң пәйғәмбриниң әсһабилиридин ибарәт мөмин бәндилиригә дегән муну айитигә немә дәйдикин?!

" (мәккидә) силәр билмәйдиған әр-аял мөминләр болуп, силәр билмәстин уларни өлтүрүп қоюш билән гунаһқа гириптар болушуңларниң хәвпи болмиса иди (әлвәттә аллаһ мәккигә киришиңларға рухсәт қилатти вә силәрни капирларға мусәлләт қилатти)"[2]

бу айәт кәримидә аллаһ таала бәндилиригә һәрәм мәсҗидигә кириштин тосушидики сәвәпни мушриклардин ибарәт дүшмәнлири билән болидиған урушушта дәп баян қилиду. йәни, шу мәзгилдә мәккидә иман ейтқан, әмма, башқа мусулманлар билмәйдиған кишиләр бар иди, әгәр улар мәккә шәрифкә киргинидә, өзлириниң бир қисим қериндашлирини өлтүрүп қойиши мумкин иди. у чағда немә ишлар йүз бириши мумкин? капирларниң ”қараңлар мусулманлар һәтта өз қериндашлирини өлтүүштинму янмайду“ дегән питнә- иғвани тарқатса, бир қисим кишиләр униңға ишинип қелиши мумкин иди. мана мушундақ ақивити яман ишниң йүз бирип қелишниң алдини елиш үчүн, аллаһ таала мөминләрни, шәриәт йол қойған олуғ иштин чәклиди. чүнки, ашу әһвал билән мусулманларниң образиға дәхли- тәруз йитиши мумкин иди.

әшундақ нәзәр даириси тар, дин нами билән һеч нәрсидин хәвәрсиз, бикинмә һалда яшайдиған шу кишиләр пәйғәмбәр әләйһиссаламниң муну сөзини қандақ чүшинидикин?!

"кишиләр муһәммәд өз әсһабилирини өлтүридикән дейишмәслики үчүн.." пәйғәмбәр әләйһиссалам бу һәдисни, бир қисим саһабилири қисмән мунапиқларни өлтүриветиш тоғрисида мәсләһәт бәргән чағда сөзлигән иди. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң уларниң пикирлирини қобул қилмаслиқи у мунапиқларниң өлтүрүлүшкә лайиқ әмәсликидә әмәс, бәлки уларни өлтүрүш, зәхмиләндүрүш ислам вә мусулманланиң кишиләр тәсәввуридики образиниң тәсиргә учрайдиғанлиқини көздә тутқанлиқида иди.

мунапиқлар көрүнүштә муһәммәд әләйһиссаламниң әсһабилири болғанлиқи үчүн, уларни нишанға елиш, әһвалниң һәқиқитини чүшәнмәйдиған кишиләр үчүн өз саһабилирини өлтүрүди, дегән туйғуни бирип қоятти-дә, исламниңму, мусулманларниңму иззәт- абройиға тәсир йитәтти. әмилийәттә, өз әсһабилирини өлтүрүш, бу динниң һәқиқәт вә адаләт асасиға турғузулған дини принсиплириға мунасип кәлмәйтти. бир қисим мәсилиниң маһийитини чүшәнмәйдиған кишиләрниң бу ибрәтләрдин пайдилиналиши тәс. шуңа улар, мунапиқларниң мунапиқлиқи аян болғанкән, кишиләрниң немә дейиши мән үчүн муһим әмәс, мениң өлтүргиним өлтүргән, дәп оттуриға чиқиши, исламниң вә исламға һәқиқи сәмимий садиқ кишиләрниң тәқдиригә түз селиши турғанла гәп.

шуниму әскәртиш лазимки, бу йәрдики гәп қаримаққа өлтүрүш яки өлтүрмәслик һәққидә китип барғандәк қилсиму, әмилийәттә, мусулманларда сақлиниватқан барлиқ әхлақсизлиқ, диянәтсизлик, шәхси мәнпәәт дегәнләрни йилтизидин давалашни һәммидин бәкрәк көздә тутиду. демәк, һәммә ишта, мусулман болуш сүпитимиз билән, дуня мусулманлириға иҗабий нәмунә болайлики, сәлби қаранчуқ болуп бәрмәйли!

даналар қәдирләнмигән йәрдә, диянәтниң, адаләтниң вә ғәлибә- нусрәтниң тәнтәнә қилиши мумкин әмәс.

бу мақалә қисмән өзләштүрүлүп тәрҗимә қилинди. а. қарлуқий
‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-‏-
[1] әнам сүриси 115- айәт.
[2] фәтиһ сүриси 25- айәт.
 

мақалә сәһиписигә қайтиш>

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org