|
немишқа мәнбә бир, мәзһәб көп...
соал: қуран кәрим бир, сүннәт бир
туруғлуқ нимишқа мусулманларда фиқһий мәзһәбләр көп вә һәрхил?
җавап: аллаһ нами билән, шу улуғ
затқа һәмду- сана, пәйғәмбәр әләйһиссаламға дуа вә саламлар йоллиғандин
кейин:
мусулман фәқиһләрниң ислам фиқһий
мәсилилиридә талаш – тартиш қилишинң йитәрлик сәвәблири бар; һәр бир
фиқһий имамий өзиниң қаидә- қанунийәтлири, асаслири вә мустәһкәм илмий
өлчәклиригә таянған мәзһибиниң һимайичиси. униңдин башқа төт мәзһәб
имамлириға охшаш ислам фиқһий өлималириниң талаш – тартишлири асаслиқ
әрканларда әмәс, шахчә мәсилиләрдә гәвдилиниду.
фәләстиндики қуддус унверситити
фиқһий вә униң усуллири дәрсиниң оқутқучиси дуктур һусамуддин ибн муса
әфанә мундақ дәйду: мусулманлардики фиқһий мәзһәб ихтилаплириниң
йетәрлик сәвәплири вә етибарлиқ таянчлири бар. биз уларни баян қилиштин
илгири наһайити муһим болған икки мәсилигә ишарәт қилип өтишимиз лазим:
биринчи: әбу һәнипә, шапии, малик
әһмәд ибн һәнбәлгә охшаш ислам өлималири оттурисидики фиқһий талаш-
тартишлар шахчә мәсилиләрдә, йәни асас вә әрканларни чөридигән шахчә
мәсилиләрдә гәвдилиниду. әмма, исламниң усули вә әқидә бабидики қанун –
принсипларда ислам өлималири талаш- тартиш қилмайду, йәни арисида
ихтилап йоқ.
иккинчи: шахчә мәсилиләрдики талаш- тартишлар пәйғәмбәр әләйһиссалам вә
саһабә кирамлардин дәвридин башлапла мәвҗуд иди;
ибн өмәр (аллаһ у иккисидин рази
болсун) дин мундақ ривайәт қилиниду: пәйғәмбәр әләйһиссалам әһзаб күни "һечким
бәний қурәйзигә бармай туруп әсир намизини оқумисун" деди, уларниң бир
қисми әсир вақтида йолда болуп қелип, арисида талаш- тартиш йүз бәрди,
бәзиләр намазни бәний қурәйзигә бармай оқумаймиз, дейишти, йәнә бәзиләр:
оқуймиз, бизни оқуштин тосимиған, дейишти. бу иш пәйғәмбәр
әләйһиссаламға йәткәндә, у , улардин һечкимни әйиплимиди. бухарий
ривайити.
әбий сәийд әлхудәрий рәзийәллаһу
әнһуниң мундақ дегәнлики ривайәт қилниду: икки киши сәпәргә чиқити,
уларда су йоқ бир мәзгилдә намаз вақти килип қалди, шуниң билән улар
тәйәммум қилип намаз оқуди, әмма көп өтмәйла уларға су учириди. шуниң
билән уларниң бири таһарәт елип, намазни қайтилиди. әмма, иккинҗиси
қайтилимиди. андин улар бу ишни пәйғәмбәр әләйһиссаламға баян қилишти.
пәйғәмбәр әләйһиссалам намазни қайтилимиған кишигә: "суннәткә әмәл
қилдиң, намизиң ада тапти" дегән болса, намазни тәкрарлиғанға "саңа қош
әҗир берилиду" деди. әбу давуд вә нәсәий ривайәт қилған сәһиһ һәдис
йоқириқи икки һәдистин шуни хуласә
қилишқа болидуки, пәйғәмбәр әләйһиссалам саһабиләрниң шахчә
мәсилиләрдики ихтилап, талаш- тартишлирини рәт қилмастин, бәлки, уларниң
иҗтиһадлирини йоллуқ дәп қариған.
шуңа, қайта тәкрарлаймизки, ислам
фәқиһлириниң фиқһий мәсилиләрдики талаш- тартишлириниң йитәрлик
сәвәплири бар. уларму өзлиригә йитип кәлгән ривайәтләргә қарап, өзлири
таянған мәзһәбниң қаидә- қанунийәтлиригә ойғун һалда йәкүн чиқириду.
мәзһәб имамлири өзлириниң фиқһий
қарашлири, иҗтиһадлирини һавайи- һәвәслириниң кәйнигә кирип әмәс, бәлки,
шәрий дәлилләргә, мәзһибини шәкилләндүргән усулларға тайинип туруп
чиқириду. түвәндә фиқһий ихтилап вә талаш- тартишларниң мәйданға
килишидә асаслиқ рол ойниған бир қанчә хил сәвәпкә ишарә қилип өтимиз:
1-ихтилап яки талаш- тартишқа
мунасивәтлик һәдисниң фәқиһләрдин биригә йитип кәлмәслики сәвәбидин, у
имам һәдискә хилап бирәр сөзни дәп салиду. шу нәрсә аянки, бирәр илим
әһлиниң пәйғәмбәр әләйһиссаламниң барлиқ сүннәтлирини билип кетиши
натайин. әбу бәкир вә өмәр рәзийәллаһу әнһуларға охшаш саһабиләрниң
чоңлири билмәй, аңлимай қалған һәдисләр болған йәрдә, улардин кейин
яшиған фәқиһләргә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислириниң толуқ йитип
кәлмәслиги, нәтиҗидә һәдискә хилап иҗтиһад қилип селиши турғанла гәп.
2- мунасивәтлик мәсилигә даир һәдис
мәзһәб имамлиридин биригә йетип келиши мумкин. әмма, бу һәдис шу мәзһәб
имаминиң сәһиһ һәдисләрни селип өлчәйдиған мизанға мувапиқ кәлмәй, һәдис
сабит дәп қаралмиған вә дәлил сүпитидә қобул қилмиған. лекин, бу
һәдисниң өзи башқа бир мәзһәбниң имамиға охшимайдиған кишиләр тәрипидин
сағлам шәкилдә йитип кәлгән вә уни дәлил сүпитидә қобул қилған. нәтиҗидә
иккисниң оттурисида ихтилап йүз бәргән.
3- қуран кәрим яки һәдис шәриптики
көп хил мәнигә яки муҗмәлликкә яки болмиса өзи йүчүн, бир нәччә хил
мәниләргә игә сөз яки айәтләрни чүшиниш нәтиҗисидин келип чиқидиған
ихтилап. мәсилән: "талақ қилинған аяллар үч һәйз өткүчә иддәт тутиду."[1]
дегән айәт кәримидики қору ( һәйз) дегән сөз әрәб тилида паклиниш дегән
мәнисидиму, һәйз дегән мәнидиму қоллинилиду. демәк, бу қош мәнилик сөз
болуп, фәқиһләрниң биринчи мәнани алғанлириму, иккинчи мәнани
алғанлириму бар.
4- бәзидә муҗтәһидниң нәзиридә
дәлилләр бир – бири билән қариму- қарши дәп қарилиду-дә, өзи күчлүк дәп
қариған башқа бир дәлилни оттуриға чиқириду. нәтиҗидә ихтилап келип
чиқиду.
униңдин башқа бу орунда изаһлап
түгәткили болмайдиған фиқһий ихтилапларниң мәйданға килишигә сәвәпчи
болған нурғун сәвәбләр бар. бу мәсилиләрни йәнила фиқһий мәзһәбләр
оттурисиидики ихтилапларни тәтқиқ қилидиған органларға қалдурғинимиз
түзүк. мәйли қандақла болмисун, шу нәрсә айдиң болиши кирәкки, ислам
өлималири оттурисида йүз бәргән фиқһий ихтилап яки талаш- тартишлар
уларниң арисидики меһри- муһәббәткә, бир – биригә еһтирам қилишқа
һечқандақ тәсир көрсәтмигән. арисида ихтилап йүз бәргәндә, мәсилиләрдә
талаш- тартиш қилишқанда өз- ара пикирлирини, иҗтиһадлирини һөрмәт
қилишип өткән. демәк, уларниң оттурисидики ихтилап һечқачан дүшмәнликкә,
рәқиблишишкә елип бармиған. ихтилаплашқан кишилирини махташқан. мәсилән:
имам шафиий "фиқһида кишиләр әбу һәнипиниң тәсәррупатида" дегән.
йәнә имам шафиий "малик ибн әнәс
мениң оқутқучим, мән униңда илим өгәндим. өлималар зикир қилинған йәрдә,
малик уларниң чолпини" дегән еди.
имам шафиий йәнә мундақ дәйду: "бағдадтин
чиққинимда ирақта, әһмәд ибн һәнбәлдин яхширақ, алимрақ вә тәқварақ бир
киши қалмиди.
мана бу ислам өлималири өзлирини
бизигән гүзәл әдәб- әхлақларниң миңдин бири.... сөзимизни мушу йәрдә
түгитимиз. аллаһ һәммидин алимдур.
---------------------------------------------
[1] бәқәрә сүриси 228- айәт.
мақалә
сәһиписигә қайтиш > |