|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

абдулһәким мәхсумһаҗимниң қисқичә һаяти
 


(1925 - 1993)
бу мақала қайта түзүтүлди
абдулһәким хан мәхсумниң вапат болғанлиқиниң 12 йиллиқини әсләймиз. җанаби аллаһ дин абдулһәким мәхсумһаҗим вә атиси абдулҗелил дамоллаһаҗимларниң ятқан йерини җәннәт қилип беришини тиләймиз

уйғур хәлқиниң пәхирлик устази, йиток алими абдулһәким мәхсум 1925 ـ йили дияримизниң гума наһийисидә өз вақтида һәммигә тонулған вәтән, милләткә садиқ дини зат абдуҗилил дамоллаһаҗим аилисидә дуняға кәлгән. абдулһәким мәхсум һаҗим сәзгүрәштилириниң муқәддимисини йәнила биз униң дадиси абдулҗелил дамоллаһаҗимниң һаят қиссилириниң давами икәнликини чоңқур һес қилимиз.

өз дәвридики сиясий зомигәр шиң шисәйниң чирик түзүмигә қариши чиққан барлиқ вәтәнпәрвәр, етиқадиға садиқ кишиләр үчүн өз вәтининиң тар киливатқанлиқидин ибарәт бир пайдисиз шараитниң минутсири қистап киливатқанлиқини чоңқур һес қилған абдулҗелел дамоллам , оғли абдулһәким мәхсумни өзи билән биргә елип афғанистанға чиққан вә 1936 ـ йили мәккә мукәррәмәгә килип, һәҗ паалийитини ахирлаштурғандин кейин, бир қисим мәсләкдашлириниң тәвсийәси билән вәтәнгә қайтқан. бирақ, җаллат шиң шсәйниң ялаң төшлири тәрипидин абдулҗелил дамоллаһаҗим әмдила 11 яшқа киргән оғли абдулһәким билән биргә түрмигә ташланған.

1937 ـ йилдин 1932 ـ йилиғичә болған 5 йил җәрянида шиң сисәй вә униң тәрәпдарлири тәрипидин 250 миңдин артуқ сиясий мәһбус қамаққа елинған вә һәр хил осуллар арқилиқ қәтли қилинған. буларниң ичидә шу дәврниң сиясий вәзийитигә нисбәтән әң хәтәрлик саналған

абдулҗелил дамоллаһаҗимму шәһид қилинған. яш етибари билән тулиму кичик дәп қаралған абдулһәким мәхсум һаҗим бу қетим өлүмдин қотулуп қалған. 1933 ـйили шималда үч вилайәт инқилави партилиғандин кейин, қағилиқ, поскам вә ташқурған қатарлиқ раюнларда йелинҗишқа башлиған инқилаб сепигә көп сандики мәсләкдашлири қатари актиплиқ билән қатнашқан. росийә һөкүмитиниң бивастә арилишиши билән, ечинишлиқ ахирлашқан бу көрәш абдулһәким мәхсумниң 1936 ـ йилидин 1938 ـйилиғичә болған иккинчи қетим мәһбус болуп түрмигә ташлинишиға вә интайин еғир азаб ـ

оқубәтләрни тартишиға сәвәб болуп қалған. 1938 ـ йили қорулған қорчақ һөкүмәтниң муавин рәиси муһәммәд әмин буғра уни қамақтин бошатқан. абдулһәким мәхсум һаҗим түрмидин чиққандин кейин, милләтниң мәғлубийити җаһаләттин башқа нәрсидә әмәс дегән тонушқа килип, қағилиқта бир дини мәктәп ачқан вә бу йәрдә бир тәрәптин оқуғучилириға дини тәлиматларни биришкә башлиған болса, йәнә бир тәрәптин милләтниң омумий тәқдиригә мунасивәтлик җидди мәсилиләр бойичә оқуғучилириға ашкар ـ йүшурун ишариләрни бирип кәлгән. 1939 ـ йили җуңгу чоң қоруқлиқида үстүнлүккә еришкән комнистик партийәгә тәвә қизил армийә шу йили 10 ـ айниң 13 ـ күни дияримизға йитип кәлгән вә һаяти дегәндәк тинч өтмигән абдулһәким мәхсумни юшурун нәзәрбәнит астиға алған. абдулһәким мәхсум өз қармиқидики мәктәптики оқуғучиларға тәлим биришни өзлүксиз давамлаштурған. 1955 ـ йили хотән, қәшқәр қатарлиқ раюнларда һөкүмәткә қарши исянлар болуп өткәндин кейин, абдулһәким мәхсумму бу исянларға аваз қошқан дегән қараш билән қолға елинип, түрмигә ташланған. 1956 ـ йили ноябир ейиниң ахири абдулһәким мәхсум түрмидин бошитилған. буниңдин хәвәр тапқан мәхсумниң бурунқи оқуғучилири йәнә униң әтрапиға топлинишқа башлиған. шуниң билән абдулһәким мәхсум ислам дини бойичә тәлим тәрбийә хизмитини қайтидин башлиған. 1957 вә 1958 ـ йиллири хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларда йүз бәргән бир қисим қозғилаңларда башламчилиқ билән рол ойниған яки алдинқи сепидә хизмәт қиливатқанларниң йәнила абдулһәким мәхсумниң талиблири икәнлики ениқланғандин кейин, мәхсумниң дени мәктиви дәрһал пичәтлинип, оқуғучилири тарқитиветилгән, мәктәбниң барлиқ мал ـ мулки мусадирә қилинған. бу ишлардин кейин абдулһәким мәхсум нәзәрбәнт астиға елинған.

җуңгу һөкүмитиниң өз дәвридики җинайи ишлар җаза қанунида, әң узун қамаққа елиш муддити 20 йил болуп, абдулһәким мәхсум һаҗим 1959 ـ йили 12 ـ мартта 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 1979 ـ йили 12 ـ мартта түрмидин чиққан абдулһәким мәхсум һаҗим, аридин көп өтмәйла, бир қарихана ачқан. дияримизниң һәр қайси тәрәплиридин кәлгән уйғур, өзбик, қазақ, қирғиз, татар қатарлиқ милләтләрниң пәрзәнтлири абдулһәким мәхсум һаҗимниң әтрапиға күнсири топлинип, дини тәлим ـ тәрбийә елишқа башлиди.

1959 ـ йилдин таки 1979 ـ йилиға қәдәр, мәсҗидләргә кириш, қуран оқуш, вәз ـ нәсиһәт, тәблиғ қилиш һәтта җиназә намизини оқушқа қәдәр ишларниң һәммиси чәкләнди. 1965 ـ йили 5 ـ айдин 1975 ـ йили 10 ـ айғичә давам қилған 10 йиллиқ мәдәнийәт зор инқилабидин ибарәт исми чирайлиқ, вуҗуди бәд бәширә азазул һәрикәт юқириқи чәклимиләрниң әң вайиға йәткән җәрянини тәшкил қилди. абдулһәким мәхсумниң мустәқил нәзирийәси бойичә милләтниң милли мәвҗутлиқи, униң дини җәһәттики салаһийитини қанчилик ениқ бәлгүлийәлишидә иди. абдулһәким мәхсум өзиниң бу хил нәзирийәлирини қуран кәрим вә һәдисләрдин мисалларни кәлтүрүш арқилиқ изаһлашқа тиришатти. оқуғучилириға бүгүнки дәвр илим ـ пени һәққидә йеңи ـ йеңи учурларни биришниму онутмиған иди.
1980 ـ йилидин кейин, җоңгуда сиртқа қарита ишикни ечиветиш сиясити йолға қоюлди вә дини җәһәттә әркинлик барлиқи елан қилинди. бу абдулһәким мәхсумниң дини тәлим ـ тәрбийәси үчүн аҗайип шәрт ـ шараитларни һазирлап бәрди. мәхсумниң йүзләрчә талиблириниң сани миңларчә болуп кәтти. илим әһлини һаман чин дилидин сүйидиған қарғилиқ хәлқи икки еғизлиқ өйиниң бирини мәхсумниң йирақ ـ йеқиндин кәлгән талиблириға ечип бирип, өзлириниң талибларға болған иззәт вә икрамлирини вайиға йәткүзүп ада қилишқа тиришти.

1985 ـ йили, йәни 39 йилдин кейин, мәккә мукәррәмәгә һәҗ қилиш үчүн чиқти вә сәуди әрәбистани, түркийә қатарлиқ җайлардики уйғур муһаҗирлири билән көрүшүп, һал әһваллишип болғандин кейин, өз йүрти қарғилиққа қайтип кәлди.

дияримизда абдулһәким мәхсумһаҗимниң түрткисидә миңларчә мәдрисләр мәйданға кәлди, охшимиған җайларда униң талиблири бу ишни бар күчи билән җанландурди. бу 20 әсирниң кейинки йеримидики уйғур миллитиниң дини саһәдики әң җанлиниш кәйпиятини тәшкил қилди. абдулһәким мәхсумниң һәр тәрәптин йиток бир шәхс икәнлики һәммигә айдиң һәқиқәткә айланди. мәхсум үрүмчигә килип ”хизмәт“ қилишқа тәклип қилинғанда рәт қилған иди. чүнки, өзи көнүккән шәһәр, әҗрини беғишлиған талиблири, әл ـ җамаәт, қисқиси, барлиқини завут, фабрикиларниң ис ـ түтәклири қаплиған үрүмчи шәһригә қурбан қилип бериш мәхсум үчүн унчә асан иш әмәс иди. әмма, ислам дини иниститотидики дияримизниң һәр тәрипидин кәлгән оқуғучиларниң илимға болған иштияқилири, уларниң мәхсумһаҗимға болған иһтияҗлири мана мән дәп көрүнүп турған болғачқа, һаятида тәлим ـ тәрбийәгә һеч нәрсини тигишип бақмиған мәхсум һаҗим 1987 ـ йилидин башлап, таки барин инқилави йүз бәргәнгә қәдәр үрүмчи ислам иниститотида дәрс бирип кәлди.

1990 ـ йилқи барин инқилавидин кейин, мәхсумниң дини мәдрисиси қайтидин пичәтләнди вә мәдрәсә мүлки мусадирә қилинди, мәхсумһаҗимму назарәт астиға елинди. чүнки, барин инқилавиниң алди ـ кәйнидә мәхсумһаҗимниң талиблириму муәййән дәриҗидә орун тутқан иди.
һаяти адди ـ садда, әмма мәниви дуняси тулиму бай өткән абдулһәким мәхсумһаҗим, барлиғини тәлим ـ тәрбийәгә беғишлиди. мәйли түрмидә болсун яки җәмиийәттә болсун, бәш вақт намизини ташлимиди, башқиларға биридиған тәлим ـ тәрбийисини имканийитиниң йитишичә давамлаштурди. шуңиму хәлқимиз мәхсумниң шан ـ шәрипи, иззәт ـ һөрмитини һаман һәмминиң үстигә қойди. уни дияримизниң нәригила бармисун, бешиға елип көтүрди...

мәрһум 1993 ـ йили 6 ـ айниң 19 ـ күни, намаз шамға таһарәт елип, намазға туридиған чағда бақи аләмгә сәпәр қилди. мәрһумниң вапат хәвири тамамий уйғур мусулманлирини қаттиқ қайғуға салди. гәрчә, мәхсумниң намизини чиқиридиған күни, қағилиққа киридиған қатнаш йоллири тосулуп қалған болсиму, йәнила он миңлиған кишиләр униң намизиға қатнашти.... шундақ абдулһәким абдулҗелил мәхсумһаҗим вапат болди, бирақ, униң миңлиған талиблири дияримиз мусулманлириниң көп қатламлиқ характиргә игә һимайичилиригә айланди. мәйли вәтән ичи яки сиртида болсун, улар һаман хәлқимизниң дини етиқадиға, миллий мәнпәәтлиригә саһиб чиқти. хуласиләп ейтқанда уйғур хәлқи билән һаман бир сәптә туруп, улар билән тәң күлүп, тәң йиғлиди. улар ким вә қәйәрдә болушидин қәтий нәзәр, имкани яр бәргән һәрқандақ хизмәттин баш тартмиди. уларниң тәқдири қисмәтлири гәрчә туз сүйидәк аччиқ өткән болсиму, аллаһ дин башқа һечкимгә вайсимиди, һечкимдин башпанаһлиқ тилимиди..... мана булар мәхсум һаҗим роһиниң униң талиблирида йетиливатқан интайин аз бир қисми иди.

җанаби аллаһ дин абдулһәким мәхсумһаҗим вә атиси абдулҗелил дамоллаһаҗимларниң ятқан йерини җәннәт қилип беришини, қилған әмәллирини сәдиқә җарийә (йәни саваби үзүлмәй йитип туридиған сәдиқә) қатарида қобул қилишини тиләймиз, амин! аллаһ уларниң миңларчә талиблирини икки дуня бәхт – саадитигә ириштүргәй! уларниң арисидин миңларчә мәхсумһаҗимларни йитиштурүп, динимизниң аллаһ көрсәткән принсиплирини толуқ ада қилишқа мувәппәқ вә муйәссәр қилғай! амин!!!!

мәшһур шәхсләр сәһипсигә қайтиш>>

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org