|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

имам әбу йүсүф (аллаһ униңға рәһмәт қилсун)
 

а. қутуби
 

униң әсли исми яқуп ибни ибраһим ибни һәбиб ибни суад болуп чоң дадиси суад саһабилардин иди. әбуйүсүф һиҗрийәниң 113 ـ йили (миладийә 731 ـ йили) күфә шәһирдики бир кәмбәғәл аилисидә дуняға кәлгән. униң аилиси кәмбәғәл болғанлиқи үчүн улар наһайити қийинчилиқ ичидә яшайду. шуңа аилиси әбуйүсүфни оқушини ташлап, бир ишниң бешини тутушқа зорлайду. әбуйүсүф мушундақ қийин әһвал вә еғир турмушқа дуч кәлсиму, йәнила оқушини давамлаштуривериду. әбуйүсүф той қилип болғандин кейинму, шу йоқсузлуқниң сәвәбидин бәзидә устази әбуһәнифиниң дәрислиригә қатнишалмайтти. әбуйүсүфниң наһайити зерәк икәнликин сәзгән әбуһәнифә, униң дәристин тохтап қелишниң алдини елип, униң хираҗитини өз үстигә елип, униң давамлиқ дәрискә қатнишишқа ярдәмчи болди.

әбуйүсүф имам әбуһәнифә, ибни әбуләйла, әбуисһақ әшшәйбани, сулайман әттәмими, әмәш, һишам ибни өрвә, муһәммәд ибни йәсар, һәсән ибни динар вә исмаил ибни умәййә қатарлиқ алимлардин илим тәһсил қилған болуп, имам әбуһәнифә буларниң ичидә у әң көп дәрис алған вә уни йитиштургән кишидур. әбуйүсүф һәдис илмини һусәйн ибни абдураһмандин өгәнгән.
 

әбуйүсүф исламға аит асаслиқ билимләрни өгинип болғандин кейин, фиқһи өгиниш үчүн дәсләптә ибни әбуләйланиң қешиға барди. әбуйүсүф униңдин тоққуз йил фиқһи өгәнгәндин кейин, имам әбуһәнифәниң қешиға йөтклип барди.
 

мәшһур тарихшунаш имам ибни исһақ куфиға кәлгәндә, әбуйүсүф униңдин бир айға йеқин пәйғәмбәр әләйһиссаламниң ғазатлириға аит билимләрни өгәнгән вақитни һисабқа алмиғанда, толуқ 17 йил үзүлдүрмәй имам әбуһәнифидин фиқһи өгәнди.
 

әбуйүсүф имам әбуһәнифәниң вапатидин кейин һиҗрийә 137 ـ йили (миладийә 775 ـ йили) аббасийларниң хәлифиси мәһди биллаһниң заманида аилиси билән бағдатқа көчүп келип, һиҗрийә 150ـ йили (милаийә782ـ йили) қазилиқ вәзиписигә тәйинләнди. һиҗрийә 153 ـ йили (миладийә 786 ـ йили) хәлифә һарун рәшидниң заманида "қазиқузат (қазиларниң қазиси)" дегән мәртивигә күтүрүлди. әбуйүсүф ислам тарихида әң дәсләп "қазиқузат (қазиларниң қазиси)" дегән мәртивегә еришкән киши болуп, у қазилиқ қиливатқан дәвридә аббаси хәлипиликиниң башқуруши астиға керидиған мсир, сүрийә вә хурасан қатарлиқ вилайәтләргә униң рухситисиз қази тәйин қилнмайтти. әбуйүсүф һиҗрийә 167 ـ йили (миладийә 798 ـ йили) вапат болғанға қәдәр, бу мәртивидә давам қлип кәлди. әбуйүсүф вапат болғанда, униң җиназа намизиға хәлипә һарун рәшидму қатнишип, җиназиниң алдида маңди вә уни өзиниң җәмәтлирини қоюдиған қәбристанлиқта қойди.
 

әбуйүсүф пәзиләтлик бир киши болуп, у йоқсуз вә қейинчилиқи бар кишиләрдин һәрқандақ ярдимини айимиди, һәмдә һаятиниң ахириғичә пәзиләт игиси вә устази имам әбуһәнифигә дуа қилишни унутмиди. әбуйүсүф өзиниң есил әхлақи вә тәқвадарлиқи билән хәлипиләр вә амминиң қәлбидә яхши орун елип кәлди.
 

имам әбуйүсүфтин тәпсир, һәдис вә фиқһи маддилиридин нурғун оқуғучилар дәрс алған болуп, буларниң ичидә әң мәшһур вә тунулғанлири болса, имам әһмәд ибни һәнбәл, имам муһәммәд ибни һәсән шәйбани, имам бишир ибни вәлид кинди, имам бишир ибни ғияс, имам йәһя ибни мәин, имам һилал ибни йәһя, имам җәфәр ибни йәһя, имам һәсән ибни зиян, имам әсәд ибни фурат вә имам йәһя ибни адәм қатарлиқ алимлардур. аллаһ таала имам әбу йүсүфкә вә барлиқ тоғра йолда маңған барлиқ имамларға рәһмәт қилсун вә җәтнәти мәвадин орун ата қилсун!

мәшһур шәхсләр сәһипсигә қайтиш>>

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org