|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

 фәйруз дәйләмий (аллаһ униңдин рази болсун!)

"фәйруз, мубарәк аилидин чиққан мубарәк адәм."
муһәммәд әләйһиссалам .

пәйғәмбәр әләйһиссалам хошлишиш һәҗидин қайтип келип, кесәл болуп қалғанда униң кесәл болуп қалғанлиқ хәвири аралниң һәммә җайлириға тарқалди. шуниң билән йәмәндики әсвәдол әнси, йәмамидики мусәлимәтил кәззәб, бәни әсәд дияридики туләйһәтул әсәди қатарлиқлар исламдин йенип кәтти вә худди муһәммәд ибни абдуллаһ қурәйш қәвмигә пәйғәмбәр қилип әвәтилгинидәк өзлирини өз қәвмлиригә әвәтилгән пәйғәмбәр, дәп ативилишти.

әсвәдул әнси болса көңли қара, интайин әски вә көз боямчи каһин иди. униң үстигә у әқилләрни өзигә майил қилғидәк сөзмән, сәпсәтә нәзирйәлири билән кишиләрниң калисини қаймуқтурвитәләйдиған, мәнсәби вә мал ـ мүлки билән кишиләрниң көңлини алдиялайдиған қара нийәт киши иди. бирақ у өзидики барлиқ рәзиликләрни йошуруп башқиларға салапәтлик, сәмимий қияпити билән көрүнүшкә тиришатти.

шу мәзгиләрдә йәмәндики ”бнаилар“ мәртивә вә нопуз җәһәттә үстин орунға игә кишиләр болуп уларниң каттиси фәйрузуд дәйләмию болса пәйғәмбәр әләйһиссаламниң дости иди. ” әнба“ дегән нам атилири болса юртилиридин бу йәргә кәлгән, анилири болса әрәб миллтидин болған кишиләргә қоюлған нам иди. уларниң каттиси базан дегән адәм әслидә ислам ашкарланған мәзгиләрдә парис дөлитиниң падишаһи кисра тәрипидин йәмәнгә башлиқ болған киши иди. базан пәйғәмбәр әләйһиссаламниң растчиллиқи, дениниң йүксәклики ашкарланғанда кисраға бойсунуштин баш тартип пүткүл қәвми билән биллә исламға киргән иди. у мусулман болғандин кейинму пәйғәмбәр әләйһиссалам уни өз шаһлиқ мәртивисидә қалдурди, у әсвәдул иниси ашкарлиништин бираз вақит илгири у өлүп кәткәнгә қәдәр шу һаләттә иди.

әсвәдул инсиға тунҗи болуп аваз қошқанлар униң мәзһиҗ қәбилисидин болған хәлқи иди, у кишиләр билән биргә сәнаға һуҗум қилди вә у йәрниң валийси базаниң оғли шәһрини олтүрүп униң аяли азадни хотунлуққа алди. андин сәнадин башқа җайға һуҗум қилишқа маңди.

у һуҗум қилған раюнлар кишини һәйран қалдурғудәк тез сүрәттә униң ишғалийитигә өтти, һәтта һәзрилмәвт билән таиф, бәһрәйин, иһсаәдин әдәнгичә униң қиличи астида бойсундурулди.

әсвәдил әнәсниң кишиләрни алдаш вә уларни қаймуқтурушта қоллинидиған нәрсиси униң әқли иди. у әгәшкүчилиригә униң асмандин вәһий елип чүшүдиған, ғәйиптин хәвәр беридиған пәриштә барлиқини ейтқан иди. у өзиниң бу ялған сөзини раст қилип көрсүтүш үчүн тәрәп ـ тәрәпкә тиң ـ тиңчилирини әвәтип кишиләрниң әһвалини, улар юллиған мәсилиләрниң хәвәрлирини игәләп келишкә әвәтәтти, шуниң билән у кишиләргә қәйәрдә, кимдә немә иш йүз бәргәнликини, у кишиләрниң немиләрни ойлап, немиләрни қиливатқанлиқини дәп берәтти, буниң билән надан әгәшкүчиләр униң бу қәдәр карамәтлиригә алдинип уни аҗайип адәм дәп биләтти, шундақ усул билән униң нами худди қоруқ отунға туташқан оттәк һәммә яққа интайин тез сүрәттә тарқиди.

әсвәдил инисиниң диндин йенип йәмәнгә һуҗум қилғанлиқ хәвири пәйғәмбәр әләйһиссаламға йәткәндә пәйғәмбәр әләйһиссалам йәмәндики илгири ислам кәлтүргән яхши кишиләрниң йениға он нәччә саһабисини мәктуп билән йоллиди.
пәйғәмбәр әләйһиссалам мәктубида уларни бу қарғуларчә азғунлуққа иман вә кәскин ирадә билән қарши турушқа чақирип, әсвәдул әнсидин қандақла қилип болмусун қотулушқа буйруған иди.

пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәктубиниң мәзмонидин хәвәр тапқан һәр бир киши униң чақириқиға аваз қошуп буйруқини иҗра қилишқа атланди. бу буйруқни иҗра қилишқа әң алдирғини һекайимизниң баш қәһримани фәйрузуд дәйләми вә әбналардин униң билән биргә болғанлар иди. биз болуп өткән ишлардин техиму ениқрақ хәвәрдар болуш үчүн униң өзиниң баянини аңлайли, у бизгә әқилләрни лал қилғидәк аҗайип вәқәликләрни сөзләп бәрсун:
мән әнбалардин мән билән биргә болғанлар аллаһ ниң динидин бир минутму шәклинип қалмиған идуқ, аллаһ ниң сақлиши билән бизниң һечқайсимиз дилимизда аллаһ ниң дүшминигә ишиниш дегән нәрсини ойлапму қоймиғанидуқ, биз һәммә вақит аллаһ ниң бу дүшминигә һуҗум қилип униңдин һәр қандақ қилип болсиму қутулуш пурситини күтүп турған идуқ. бизгә йәни илгири динға киргәнләргә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәктуби йәткән һаман бир ـ биримизни риғбәтләндүрүп униң буйруқини иҗра қилишқа атландуқ.

әсвәдул инси ишлирида утуқ қазанғиничә мәғрурлинип, тәкәббурлишип кетиватқан иди. у қошун қомандани қәйис ибни әбди йәғусқа чоңчилиқ қилип зомигәрлик ишләтти, униңға болған муамилиси өзгәрди, һәтта қәйис әсвәдниң өзини җазалишидин хатирҗәм болалмайдиған һалға чүшүп қалған иди.

мән тағамниң оғли дазәвәй билән биргә униң қешиға берип униңға пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәктубиниң мәзмонини йәткүздуқ вә уни әсвәдниң униңға қол селишидин бурун униң қол селишиға қиззиқтурдуқ, у бизниң чақириқимиздин яйрап кәтти, у бизни худди униң үчүн асмандин чүшкәндәкла пәйда болғанлиқимизни ейтип биз билән һәмкарлашмақчи болди, биз у каззапқа қарши ички тәрәптин тақабил турсақ, башқа қериндашлиримиз сирттин тақабил турушқа келишивалдуқ.

әсвәдул инсиниң ерини өлтүрүп өзини никаһиға еливалған аяли азад мениң тағамниң қизи иди. биз бу пиланимизни әмәлгә ашуруш үчүн уни бизгә һәмкарлишишқа чақиришни тоғра таптуқ.

мән әсвәдниң қәсрисигә берип тағамниң қизи азад билән учрушуп: и тағамниң қизи! сән бу адәмниң саңа қилған әскиликини обдан билисән, у сениң ериңни өлтүрүп сени никаһиға еливалди, башқиларниң аялини аяқ- асти қилди, нурғун кишиләрни һалак қилип, һоқуқини тартивалди, бу болса пәйғәмбәр әләйһиссаламниң хусусән бизгә, омомән қилип ейтқанда пүткүл йәмән хәлқигә йоллиған мәктуби, у хетидә бизни азғунлуқтин қутулушқа чақирипту, сән бизгә бу ишта ярдәмләшсәңкән, дедим.

силәргә қайси ишта ярдәмлишимән? деди, у.

уни өйдин сиртқа елип чиқишқа.

мән бәлки уни өлтүрүшкә ярдәм берәй!

аллаһ билән қәсәмки! мән саңа мушу мәқсәттә дегән идим, лекин мән бу сөзни йүз ـ туранә дейиштин хиҗил болуп қалдим.

аллаһ һәқ билән әвәткән пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламниң нами билән қәсәмки! мән өз динимдин һеч шәклинип бақмидим, мән үчүн ейтқанда дуняда әсвәдул инстәк бәкрәк өч көрүлүдиған киши йоқ, мән уни көргәндин бери униң гунаһларға патқан һалда яшайдиған, башқиларниң һәқ- һоқуқиға қилчә риайә қилмайдиған, яман ишлардин қол йиғмайдиған адәм икәнликини билдим.

ундақта уни өлтүрүшкә қандақ ярдәм берисән?

бу адәмниң хизмәтчилири вә қоғдуғучилири бар, сарайда ашу йирақ һоҗридин башқа муһапизәтчиләр турмайдиған бирму җай йоқ, у йәрниң кәйни тәрипи қуруқлуқта маву ـ маву тәрәпләргә тутишиду, кәч киргәндин башлап силәр бу йәрниң темини кечичә тишиңлар, силәр униң ичидин чирақ вә қорал ـ ярақларни таписиләр вә йәнә мениң күтүп турғанлиқимни байқайсиләр, андин силәр у йәргә кирип уни өлтүрүңлар, деди.

бундақ сарайни тәшмәк тәс, навада бу йәрдин бирәр муһапизәтчи үтүп қалса бизни көрүп қилип вақирап һәммини чақириду.

тоғра! мениң силәргә башқа бир мәслиһитим бар.

у қандақ мәслиһәт? әтә силәр ичиңлардин бирини хизмәткар сияқида ясап мениң қешимға әвәтиңлар, мән униңға һоҗриниң ичи тәрипидин аз қалғичә тишишкә буйруй, шундақ болғанда силәр сирттин асанла тишәләйсиләр.

паһ! бу немә дегән дана мәслиһәт?!

мән қайтип келип қалған икки сәбдишимға болған әһвалларни йәткүздүм, улар бу ишларға мувапиқийәт тиләшти, биз шу вақиттин башлап ишларниң тәйярлиқиға чүшүп кәттуқ.

биз ярдәмчилиримиздин бир қисим мумләргә мәхпийәтликни ашкарлап, уларниму тәйярлиқ көрүшкә чақирдуқ һәм улар билән иккинчи күни таң етиш вақтини вәдиләшкән вақит қилдуқ, қараңғу чүшүп дейишивалған вақтимиз болғанда биз тишидиған җайға қарап маңдуқ, биз дейишкинимиз йәрдин тишип ичигә кирип у йәрдики тәйярланған қуралларни елип чирақларни яқтуқ вә аллаһ ниң дүшминиң һоҗриси тәрәпкә қарап маңдуқ. тағамниң қизи униң ишикидә турған икән, у маңа ишарәт қилди, мән кирдим, аллаһ ниң дүшмини қаттиқ ухлавататти, мән униң бойниға хәнҗәр урдум, у кала хиқирғандак хиқирап боғузланған төгидәк типирлап кәтти, муһапизәтчи униң хиқирғинини аңлап сарай тәрәпкә келип: немә иш болди? деди. тағамниң қизи уларға: әнсирмәй қайтиңлар! аллаһ ниң пәйғәмбиригә вәһий чүшүватиду, деди, шуниң билән улар қайтти.

биз таки таң атқичә сарайда турдуқ, таң атқанда мән сарайниң темиға чиққип: аллаһ һу әкбәр! аллаһ һу әкбәр! бир аллаһ дин башқа илаһ йоқ, муһәммәдни аллаһ ниң әлчиси, әсвәдни кәззаб дәп гуваһлиқ беримән! дәп товлидим, бу бизниң парол бәлгимиз иди.

мусулманлар һәр тәрәптин сарай тәрәпкә қарап келишти, муһапизәтчиләр әзан авазини аңлап чүчүшип кетишти дәрһал һәрикәткә кәлди, икки тәрәпниң адәмлири учришип һәтта гирәлишип кетишти, мән сарай теминиң үстидин әсвәдниң бешини ташлидим, буни көрүп униң қошуни аҗизлап кәтти. улар бошушуп күчи аҗизлап кәтти, муминләр тәкбир ейтишқан һалда дүшмән тәрәпкә етилди, қуяш көтүрүлгичә һәммә ишлар оңушлуқ тамамланди.

қуяш күтүрүлгәндә биз аллаһ ниң әлчисигә әһвални мәлум қилип мәктуп яздуқ, хош хәвәр йәткүзгүчиләр мәдинигә йетип берип дәл шу кечиси муһәммәд әләйһиссаламниң вапат тапқанлиқидин хәвәр тепипту, лекин улар йәнә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң саһабиларгә әсвәдниң өлтүрүлгәнликини билдүрүп вәһий чүшкәнликини билдүрүп болғанлиқиниму билипту. пәйғәмбәр әләйһиссалам саһабилиригә: "әсвәд кәчтә өлтүрүлди, уни мубарәк аилидин болған мубарәк адәм өлтүрди", дәпту. саһабилар: и аллаһ ниң пәйғәмбири! у ким? дәп сориғанда пәйғәмбәр әләйһиссалам:"у фәйруз!... фәйруз ғәлбигә еришти!" дегән.

аллаһ фәйруз вә униң сәбдашлириға катта әҗирләрни ата қилғай!

саһабиләр һаяти сәһипсигә қайтиш>

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org