|
сабит ибни қәйис әнсари (аллаһ
униңдин рази болсун!)
сабит ибни қәйистин башқа бир адәмниң
вәсийити өлгәндин кейин орундалмиди.
сабит хәзрәҗ қәбилисиниң һөрмәткә
игә каттибашлиридин бири, шундақла абруйлуқ кишилириниң бири иди. униң
үстүгә у йәнә зеһни өткүр, чечән, натиқ, киши иди, сөз қилса униң сөзи
башқиларниң сөзини бесип чүшәтти, нутуқ сөзлисә нутуқи аңлиғучиларни
әсир қиливалатти, у мәдинидики исламға бурун киргүчиләрниң бири болуп, у
әйни заманда мәккилик яш тәшвиқатчи мусәб ибни үмәйирниң муңлуқ авази
билән қилған тилавитидики аллһ ниң сөзлиридин тәсирлинип униңға әсир
болған, аллһ ниң тәңдиши болмиған гүзәл кәлимилиридин тәсирлинип униң
инсанниң мәнивиийитигә тәсир қилған гүзәл бәлгилимиригә мәптун болған
иди.
аллһ униң дилини ислам үчүн ечивәтти,
у аллһ ниң пәйғәмбириниң байриқи астиға қошулуши билән униң қәдри
қиммити вә мәртивиси техиму ашти.
пәйғәмбәр әләйһиссалам мәдинигә һиҗрәт қилип кәлгәндә сабит ибни қәйис
өз қәвмидин тәшкилләнгән зор бир түркүм атлиқлар сепидә пәйғәмбәр
әләйһиссаламни һөрмәт билән күтивалди вә у йәрдә камил болған бир нутуқ
сөзлиди. у нутиқини аллһ ға һәмду ейтиш, пәйғәмбиригә тинчлиқ вә рәһмәт
тиләш билән башлап төвәндики сөзи билән ахирлаштурди:
и аллһ ниң әлчиси! биз сени өзүмиз, балилиримиз, аяллиримиздинму бәкрәк
қоғдашқа вәдә беримиз, бизниң бундақ қилишимизниң бәдилигә немә бар?
пәйғәмбәр әләйһиссалам: "җәннәт" дәп
җавап бәргәндә саһабиларниң қулиқи җәннәт, дегән сөзни аңлаш билән
хушаллинип йүзлири нурлинип кәтти вә: и аллһ ниң пәйғәмбири! биз рази
болдуқ, биз рази болдуқ!... дейишип кәтти.
пәйғәмбәр әләйһиссалам худди һәссан
ибни сабитни өзиниң шаири қиливалғинидәк ашу мубарәк күндин башлап сабит
ибни қәйисни өзиниң нуқуқчиси қиливалди. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң
қешиға әрәбләр өз сөзлириниң мәнилири һәққидә натиқлириниң тили арқилиқ
муназирилишишкә кәлсә һәссан ибни сабитни шаирлар билән бәслишишкә,
сабит ибни қәйсни натиқлар билән бәс ـ муназирә қилишқа таллайтти.
сабит дилида имани күчлүк, сәмимий,
тәқвадар, аллһ дин һәммидин бәк қорқучи, һәрқандақ бир ишта аллһ ниң
ғәзипидин агаһкар болуп турғучи мумин киши иди. бир күни пәйғәмбәр
әләйһиссалам униң наһайитиму бәк ғәмкин олтурғинини көрүп: "и
муһәммәдниң атиси! саңа немә болди?" дәп сориди. у: и аллһ ниң
пәйғәмбири! мән өзәмни һалак болғучиларниң қатаридин болуп кетишимдин
қорқуватимән, деди.
"немә үчүн?"
аллһ бизниң қилмиған ишлиримиздин
махтилишимиздин тосқан, мән болсам өзәмниң өзини үстүн тутидиғанлардин
икәнликимни һес қилдим. аллһ бизни чоңчилиқ қилиштин тосқан, әмма мән
болсам өзәмниң өзини чоң тутушни халалйдиғанлардин икәнликимни сәздим,
деди.
пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға
тәсәлли берип: "и сабит! сән махтилип яшашқа, шеһитлик өлүмидә өлүшкә,
җәннәткә киришкә рази болмамсән?" деди. у: и аллһ ниң әлчиси! рази
болимән! и аллһ ниң әлчиси! рази болимән!... деди. пәйғәмбәр
әләйһиссалам: "саңа әнә шу бар" деди.
аллһ тәаланиң: "и мөминләр! (рәсулуллаһқа
сөз қилған чеғиңларда) авазиңларни пәйғәмбәрниң авазидин юқири қилмаңлар,
силәр бир ـ бириңлар билән (товлап) юқири авазда сөзләшкәндәк,
пәйғәмбәргә (товлап) юқири авазда сөз қилмаңлар, (ундақ қилсаңлар)
өзлириңлар туймастин, (қилған яхши) әмәллириңлар бикар болуп кетиду" [сүрә
һуҗурат 2 ـ айәт] дегән айити назил болғандин кейин сабит гәрчә
пәйғәмбәр әләйһиссаламни интайин бәк яхши көрүдиған, дили униңға
пүтүнләй бағланған туруқлуқ пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сорунлиридин өзини
тартип өйидә көпрәк турудиған, пәқәт пәрз намазлар үчүнла келидиған
болуп қалиду. пәйғәмбәр әләйһиссалам уни сүрүштүрүп:
"ким маңа униң хәвирини елип келиду?"
деди. әнсарилардин болған бир киши: мән! и аллһ ниң пәйғәмбири! деди ـ
дә, андин сабитниң өйигә барди. у киши сабитниң өйигә кирип униң бешини
саңгилитип олтарғанлиқини көрди вә: и муһәммәдниң атиси? әһвалиң қандақ?
деди.
ـ начар!
ـ немә үчүн?
ـ сән мениң авазимниң юқирилиқини
билисән, көпинчә әһвалда мениң авазим пәйғәмбәр әләйһиссаламниң авазидин
юқири чиқиду, қуранда юқириқи айәтниң чүшкәнликидин хәвириң бар, мән
өзәмни әмәллири бикар болуп кетип дозах әһлидин болуп кетидиғанлардин
болуп қаламдимкин, дәп әнсираватимән, деди.
һелиқи әнсари пәйғәмбәр
әләйһиссаламниң қешиға қайтип сабитниң дегәнлирини йәткүзди, пәйғәмбәр
әләйһиссалам у әнсариға: "сән униң қешиға берип "сән дозах әһлидин әмәс
бәлки җәннәт әһлидин" дегән сөзни дегин" дәп буйриди. мана бу сабит
һаятида әң тәшна болуп келиватқан хуш бешарәт иди.
сабит бәдирдин башқа барлиқ җәңләргә
қатнашти, у һәр қетим җәңгә киргәндә пәйғәмбәр әләйһиссалам бешарәт
бәргән шеһитликни үмид қилип керәтти, бирақ җәң ахирлашқанда униңдин
қуруқ қалғанлиқини һес қилатти. у шеһитликкә бир ячақ яки униңдинму
йеқин һаләттә иди.
әбу бәкри (аллһ униңдин рази болсун!)
ниң хәлипилики заманида мусәйлимә билән мусулманлар оттурисида кәскин
җәң болди, бу чағда сабит әнсарилар қошунинң қомандани, әбу һузәйфәниң
азадгәрдиси салим муһаҗирлар қошуниң қомандани, халид ибни вәлид болса
муһаҗирлар, әнсарилар вә сәһрадин келип қошулған йигитләрниң болуп
пүткүл қошунниң қомандани иди. җәңниң көпүнчә вақтида ғәлбә һамман
мусәйлимә тәрәпкә йүзлинип турди, һәтта мусулманларға қарши һуҗум халид
ибни вәлидниң чидириғичә йетип барғидәк әһвалға йәтти.
сабит шу күни мусулманларниң
әһвалиниң қәлибләрни чәксиз үмүдсизликкә толдурғидәк дәриҗидә начарлишип
кетиватқанлиқини көрди. мусулманлар аҗизлашқиничә уларниң ағзилиридин
чиқиватқан налайиқ, сәт кәлимиләрни аңлиди. мусулманлар ичидики шәһәр
балилири сәһралиқларни "қорқунчақлар" дәп әйиплисә, сәһралиқлар
шәһәрликләрни"җәң қилалмайдиғанлар, җәңниң немиликини билмәйдиғанлар"...
дейишип әйиплишәтти.
сабит өлүмгә тәйярлинип өлүмлики
үчүн кипән кийди вә шеһит болғанларниң баш тәрипидә туруп: и мусулманлар
гуруһи! биз пәйғәмбәр әләйһиссаламниң қешида бундақ уруш қилмайттуқ,
силәрниң дүшминиңларни бастуруп келишкә йол қойғиниңлар интайин яман бир
иш болди... силәрниң өзәңларни өзәңлар буй сундуруп бәргиниңлар әҗәпму
яман болди... деди андин бешини асман тәрәпкә күтүрүп: и аллһ! мән
уларниң (дүшмәнләрниң) мушрикликтин елип кәлгән ишлиридин сени пак дәп
билимән, (мусулманларниң) қилған начарлиқлиридин сени пак дәп билимән!
деди андин яхши кишиләр билән мүрини мүригә тирәп дүшмән сепи тәрәпкә
шир кәби етилди. униң билән биргә һуҗумға өткән у яхши кишиләр бәра ибни
малик әнсари, мөмиләрниң хәлиписи өмәр ибни хәттабниң қериндиши зәйд
ибни хәттаб, әбу һузәйфәниң азад қиливәткән қули салим... улардин башқа
илгири иман ейтқан бир түркүм саһабилар иди.
сабит бу қетимлиқ һуҗумда
мусулманларниң вуҗудини ғәйрәт ـ шиҗаәткә, капирларниң диллирини
вәһимигә толдурвәткидәк дәриҗидә батурлуқ көрсәтти. у уруш мәйданиниң
һәммә тәрәплиридә чепип йүрүп һәр хил типтики қораллиқлар билән
елишивәрди. униңға урулған зәрбиләрдин яриси еғирлишип таки йәргә шеһит
болуп йиқилғичә уруш қилди. у аллһ ниң әлчиси униңға бешарәт бәргән
шеһитликтин сүйүнгән, аллһ ниң өзиниң сәвәби билән уларға ата қилған
ғәлбисидин мәмнун болған һалда көз юмди.
сабитниң наһайити яхши бир түмүр
кейими бар иди. җәңдә у шеһит болуп йиқилғанда униң җәситиниң йенидин
үтүп кетиватқан бир мусулман киши униң бу түмүр кейимини еливалған иди.
у шеһит болған кечиси мусулманлардин бири чүшидә сабитни көрди. сабит у
адәмниң чүшидә у адәмгә:
мән сабит ибни қәйис, мени тонидиңму?
деди. у адәм: һә, дегәндә сабит: мән саңа бир ишни вәсийәт қилимән, мән
түнүгүн өлтүрүлгәндә мусулманлардин бири мениң қешимдин өтти, у мундақ ـ
мундақ сүпәтлик бир адәм иди, у киши мениң түмүр кийимимни еливилип
палани тәрәптики бәргаһниң әң четидики чедир тәрәпкә елип кәтти вә уни
қазан астиға бастуруп қазанниң үстигә игәрни бастуруп қойди, сән халидқа
дегәнлиримни ейтип у кейимни әкәлдүрвалғин, у кийим һазирму өз орнида.
саңа вәсийәт қилидиған йәнә бир иш, сән уни һәргизму чүшүмдә дейилгән
сөз дәп сәл қарима, сән халидқа: әгәр сиз мәдинигә хәлипиниң қешиға
барсиңиз, сабитниң мундақ ـ мундақ қәрзлири вә азад қиливетидиған фалани
вә фустани қуллири бар икән, сиз униң қәрзлирини төләп қуллирини азад
қиливитиң, дегин, деди.
һелиқи адәм ойғинип чүшидә көргән вә
аңлиғанлирини униңға хәвәр қилди, халид у түмүр кийимни елип келишкә
адәм әвәткән иди, әвәтилгән адәм у кийимни дәл һелиқи адәмниң чүшидә
тәсвирләнгән орнидин сақ пети елип кәлди.
халид мәдинигә қайтқандин кейин
хәлипә әбу бәкригә һелиқи адәмниң чүши арқилиқ сабит вәсийәт қилған
ишларни деди. әбу бәкри сабитниң вәсийитини иҗра қилип андин: сабит ибни
қәйстин башқа униңдин бурун вә кейин бирәр адәмниңму өлгәндин кейин
қилған вәсйити иҗра қилинғанлиқи көрүлмигән иди... деди.
аллһ сабит ибни қәйстин рази болсун
вә уни рази қилсун! униң орнини алий җәннәтләрдә қилсун!
саһабиләр
һаяти сәһипсигә қайтиш > |