|
сәфийә бинти абдулмуттәлип (аллаһ
униңдин рази болсун)
"сәфийә аллаһ ниң динини қоғдаш
йолида тунҗи
болуп мушрик өлтәргән аялдур"
әрләр шунчә юқири һөрмәт вә икрам
билән тәрипини қилидиған бу тәмкин, әқиллиқ вә қәһриман аял ким? ислам
тарихида мушрик өлтәргән аялларниң тунҗиси болған бу батур аял ким?
мусулманлар ичидә аллаһ йолида қилич көтәргән тунҗи атлиқ пәһливанни
тәрбийләп мусулман қошуни сепигә қатқан кәскин тәдбирлик бу аял ким?
бунчилик көп соралған бу аял
пәйғәмбәр әләйһисаламниң һаммиси, қурәйш қәбилиси һашим җәмәтидин болған
абдулмуттәлипниң қизи ـ сәфийәдур.
бу немәтлик аял нәсәп җәһәттин һәр
тәрәптин есил нәсәп билән немәтләнгән болуп униң атиси абдулмутәлип
болса пәйғәмбәр әләйһиссаламниң чоң дадиси йәни қурәйшләрниң ақсақили вә
улар итаәт қилидиған катта беши иди, аниси болса пәйғәмбәр
әләйһиссаламниң аниси аминәниң һәмширси һалә бинти вәһәп иди. бундин
башқа йәнә никаһ җәһәттинму есил мәртивилик орунға чиққан болуп униң
биринчи ери бәний уммәйә қәбилисиниң каттивиши болған әбу софиян ибни
һәрибниң қериндиши һарис ибни һәриб, иккинчи ери һәзрити хәдичә
анимизниң қериндиши әввам ибни хувәйлид иди. аллаһ униң оғли зубәйир
ибни әввамни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң ярдәм чиси қилиш арқилиқ уни
ислам тәрәптин кишиниң дилири сөйүнгидәк бир немәт ата қилди.
сәфийәниң иккинчи ери әввам вапат
болуп кәткәндә уларниң ялғуз оғли зубәйир техи кичик болуп, сәфийә бу
балисини чапа - мушәқәтләргә чидақ ярамлиқ, батур бир җәңчи қилип
йетиштүрүшкә тиришти. униң ойнайдиған оюнлириниму оқя етиш,қорал ясаш,
хәтәрлик орунларға киргүзүп вә чиқириш, һәрқандақ қийин бир җайлардин
чикинмәй илгирләштәк паалийәтләр болушиға шараит яритип бәрди. бала
бундақ оюнлар арқилиқ ойнаштин баш тартқанда яки чекингәндә аниси уни
қаттиқ уратти, һәтт бу һәқтә зубәйирниң тағилири тәрипидин қаттиқ
әйиплинип: кичикинә балини шундақму урған барму? ана туруп балини шундақ
урамсиз?!... дегәндә сәфийә уларға мундақ җавап бәрди:
ким мени балини урди дегәнләр,
билмиди мәқситим һәқиқитимни.
арзуюм батур боп йетишсикән у,
ғәнимәт алғучи йеңип дүшмәнни.
аллаһ пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламни тоғра вә һәқ дин билән
әвәткәндә вә уни йеқин туғқанлиридин башлап агаһландурушқа бойруғанда
пәйғәмбәр әләйһиссалам абдул мутәлип җәмәтидики әр- аял, қери- яш
һәммисини йиғди вә уларға тәшвиқ қилип:
"и муһәммәдниң қизи фатимә! и
абдулмутәллипниң қизи сәфийә! и абдул мутәллипниң җәмәти! мән аллаһ ниң
дәргаһида мән силәр үчүн һичнемигә капаләтлик қилалмаймән!" деди вә
уларға тәблиғ қилип уларни аллаһ ға ишинишкә вә өзиниң пәйғәмбәрликини
тәстиқлашқа чақирди.
улардин илаһий нурға йүзләнгини
йүзләнди, йүзләнмигини йүз өриди. сәфийә аллаһ ниң бирликигә ишәнгән,
пәйғәмбәрниң растлиқини тәстиқлиған кишиләрниң алдинқи қатаридикилиридин
болди буниң билән унуң улуғлуқ мәртивиси һәр тәрәптин мукәммәл болған
болуп, ислам уни һәқиқий улум мәртивигә игә қилди.
сәфийә оғли зубәйир билән
мусулманлар сепигә қәдәм қойди һәм бурун исламға киргән барлиқ
мусулманлар бешидин кәчүргән азап оқубәтниң һәммисини бешидин кәчүрди.
аллаһ пәйғәмбирини мәдинигә һиҗрәт қилишқа бойруиғанда һашим җәмәтидин
болған абройлуқ бу есил ханим өтмүшигә даир барлиқ әслимиләр, нам- аброй,
шану- шәвкитини мәккидә қалдуруп аллаһ вә униң пәйғәмбири тәрипигә
һиҗрәт қилип мәдинигә йол алди.
йеши атмишқа йеқинлашқан бу ханимниң
җәң мәйданлирида қалдурған унтулғусиз иш- излири кишиләрни тихиму һәйран
қалдурарлиқ болуп бизниң у иш- излардин төвәндики икки мисални
кәлтүрүшимизла бизниң униңға бәргән тәрипимизгә дәлил болалайду.
у икки мисалниң бири оһод күнидикиси
болуп, сәфийә бу урушқа мусулман қошунидики аяллар сепидә чиққан иди,
җәң мәйданида у су йәткүзүп бериш, бузулған оқя вә оқларни оңшаштәк
ишлар билән шоғулинатти. ликин униң пүтүн диққити җәң мәйданиниң
әһвалини күзүтиш билән аварә иди. буниң һәйран қаларлиқ немиси бар?
чүнки у җәң мәйданида аллаһ ниң әлчиси вә униң қериндишиниң оғли
муһәммәд әләйһиссалам, қериндиши һәмзә ибни мутәллип, аллаһ ниң
пәйғәмбириниң ярдәмчиси болған зубәйир йәнә нурғун мусулман әскәрлири
җәң қиливатса... һәммидин муһими у әң қизиқидиған нәрсә у арқилиқ яки
шәһидликкә еришип аллаһ ниң мәңгүлүк немитигә еришиш яки тирик
қалғандиму җиһад қилип дүшмән билән орушқанлиқниң әҗрини елиштин ибарәт
бир муқәддәс савап мәнбәси бар иди.
җәң мәйданини әстайидил күзәткәч өз ишини қиливатқан сәфийә туюқсиз
пәйғәмбәр әләйһисаламниң әтирапида бир қанчә кишидин башқа кишиләрниң
һәр тәрәпкә тарқап кәтләнликини, мушрикларниң пәйғәмбәр әләйһисаламниң
әтирапиға йеқинлишип уни өлтүрүшкә қәстлаватқанлиқини көрүп қалди- дә
қолидики су қачисини чөривитип худди балилирини һөҗумдин қоғдимақчи
болған чиши йолвасқа охшаш җәң мәйданиғ етилип барғиничә қечип
кетиватқанларниң бириниң қолидин бир тал нәйзини юлуп алди ـ дә сәпләрни
бүсүп учриған дүшмән әскәрлирини нәйзиси билән уруп алға илгирләшкә
башлиди вә: аллаһ ниң пәйғәмбирини ялғуз ташлап қачамсиләр? дәп вақирап
нида қилишқа башлиди.
пәйғәмбәр әләйһиссалам сәфийәниң
сәпләрни бүсүп келиватқан сәфийәни көрүп униң дүшмән тәрипидин өлтүрүлүп
җәсиди парчилинивитилгән қериндиши һәмзини көрүп қорқуп кетиштин әнсирәп
зубәйиргә: у аялға диққәт қил! у аял! дегиничә сәфийәниң алдиға илгирләп
келивиришидин тосап қалмақчи болди. зубәйир болса: ана! арқиңизға йениң,
ана! арқиңизға йениң, деди. сәфийә униңға:
нери тур, бу йәрдә сениң анаң йоқ...
деди. зубәйир: ана пәйғәмбәр әләйһиссалам сизни қайтсун! дәйду, деди.
сәфийә: немә үчүн? мән қериндишим һәмзиниң парчиланғанлиқини аңлидим, у
аллаһ йолида! деди. пәйғәмбәр әләйһисалам бу чағда: и зубәйир! уни
қоювәт, деди. зубәйир анисиниң йолини қойивәтти.
уруш ахирлашқанда у қериндиши
һәмзиниң җәсидиниң йениға келип униң қурсиқиниң йерилип йүрүкиниң
суғирвелинғанлиқини, қулақ вә бурунлириниң кесивилинип чирайиниң
тунуғусиз дәриҗидә бузуветилгәнликини көрүп: и аллаһ! у сениң йолуңда!
мән аллаһ ниң һөкмигә рази болдум, аллаһ билән қәсәмки! мән сәбри
қилимән вә аллаһ дин бу ишларға аллаһ тәрипидин әҗир үмүд қилимән! деди.
мана бу униң оһуд күнидики мәйдани,
униң хәндәк уруши болған чағдики көрсәткән қәһриманлиқи, униң нәқәдәр
зерәк, әқиллиқ вә батур икәнликиниң йәнә бир ипадиси.
бирәр урушқа чиқмақчи болса алаһидә
қоғдуғучи қошун вә муһапизәтчиләр болмиған әһвалда аяллар вә балиларни
мәдиники бирәр мустәһкәм қорған ичигә әкирип қоюш пәйғәмбәр
әләйһисаламниң даимлиқ адәтлиридин иди.
хәндәк урушиға чиқиш алдида
пәйғәмбәр әләйһиссалам һаммилирини, аяллирини вә башқа мусулманларниң
аяллири билән уларниң ушақ балилирини һассан ибни сабитқа дадисидин
мирас қалған қорған ичигә әкирип қойди, бу мәдинидики қорғанлар ичидә әң
мустәһкәми иди. бу қорғанниң тамлири һәм наһийити игиз иди.
мусулманлар хәндәк әтирапиға йиғилип
дүшмән вә униң ярдәмчи қошунлириға тақабил туруштәк уруш ишлири билән
алдираш турған бир пәйттә сәфийә түн қараңғусида һәркәнтлиниватқан бир
сайини көрүп қалди, у қулақ селип аңлап у сайидин чиқан шәпигә қулақ
селишқа башлиди. әслидә бир йәһудий қорған тәрәпкә қарап келиватқан иди.
униң мәқсити болса қорған ичидикиләрниң әһвалини тиң- тиңлаш болуп у бу
мәқсәттә қорған әтирапида айлинип йүрәтти.
сәфийә бу йәһудийниң қорған ичидә
турған кишиләр пәқәт аяллар вә балилардинла ибарәтму яки уларниң
муһапизәтчисиму барму? дәп әһвал уққили кәлгән йәһудий җасуси икәнликини
билди- дә көңлидә бәни қурәйзә йәһудийлири пәйғәмбәр әләйһиссалам билән
өзлири отурсидики келишимни бузуп қурәйш вә уларға әгәшкәнләргә ярдәм
бәргили келипту, навада улар бу қорғанға келип қалса бу йәрдә бирму
әркиши йоқ, чүнки пәйғәмбәр әләйһиссалам җәңгә ярайдиған әрләрниң
һәммисини урушқа елип чиққип кәткән, әгәр аллаһ ниң бу дүшмәнлири бу
йәрдикиләрниң қоғдуғучисиз қалған аяллар вә балилардинла ибарәт
икәнликини билсә аялларни әсиралиду, балиларни қул қилиду, мусулманларға
бу бир чоң мусибәт болиду, дегәнләрни ойлиди- дә яғлиқини елип бешини
йөгиди, кийимини чиң бағлап қолиға калтәкни алди, у қәләниң ишикиниң
қишиға келип ишикни аста қия ечип өзини ишикниң арқисиға далдиға алди,
сәфийә өзиниң турған орниниң дүшминигә һуҗум қилишқа тамамән мумкин
болғанлиқини җәзим қилғандин кейин, калтәкни егиз көтүрүп дүшмәнниң
бешиға зәрп билән урди, һәдидин қаттиқ урғачқа кактәк униң қолидин
қаңқип чүшүп кәтти, у калтәкни қолиға елип иккинчи вә үчүнчи қетим урди,
йәһудий йиқилип шуһаман җан бәрди.
сәфийә җәсәтниң йениға берип
йенидики пичиқи билән униң калисини кесивилип уни сепил темидин
артулдуруп ташлиди, баш домулап сепил сертида униң хәвирини күтүп
турғанларниң алдиғила чүшти, буни көргәндин кейин улар: муһәммәд аяллар
вә балиларни муһәпизәтсиз ташлап қоймапту, дейишип тикивитишти.
аллаһ абдулмутәлипниң қизи сәфийәдин
рази болсун! у мусулман аяллириға тәңдашсиз бир қәһриманлиқ нәмунисини
яратти, у өзиниң бир балисини һәқиқий ярамлиқ қилип тәрбийләп чиқишта
болсун, аллаһ йолида шәһид болған қериндинишиға матәмдар болған әһвалда
сәври қилишта болсун вә яки нурғун қийинчилиқларға дуч кәлгәндә өзиниң
әқил- иқтидарини намайәндә қилишта болсун у мусулманларға наһийити бир
яхши өрнәк болди, тарих өзиниң нурлуқ бәтлиригә: абдулмутәллипниң қизи
сәфийә исламда мушрик өлтәргән мусулман аялларниң тунҗиси, дәп язди.
саһабиләр
һаяти сәһипсигә қайтиш > |