|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

сурақә ибни малик (аллаһ униңдин рази болсун)


"әгәр сән кисраниң бир җүп биләйзүкини
салсаң қандақ болуп кетәрсән?"

муһәммәд әләйһиссалам.

бир әттигини қурәйшләр чүчүшүп опур ـ топур болушуп кетишти, чүнки уларниң юрт мәһилилириниң һәммә йеридә: муһәммәд кечидин мәккидин чиқип кетипту! дегән хәвәр тарқалған иди, лекин қурәйшләрниң катилири буниңға ишәнгиси кәлмиди, улар бәни һашим җәмәтидикиләрниң өйлирини вә муһәммәдниң барлиқ достлириниң өйлирини ахтурди, ахтуруш әбу бәкриниң өйигә кәлгәндә өйдә әсма бар иди, униңдин атаң қени? дәп сориди, у билмәймән! дәп җавап бериш биләнла әбу җәһил алдиға келип униң мәңзигә бирни салди, таяқ зәрбисидин силкинип кәткәчкә һәтта униң қулиқидики һалқисиму чүшүп кәтти. улар муһәммәд әләйһиссаламни тапалмиғандин кейин униң һәқиқәтән мәккидин чиқип кәткәнликигә ишәнди, лекин бу ишиниш уларниң тәрсалиқини техиму бәк ашурди, улар муһәммәд әләйһиссаламниң маңған йолини изчилап тепиш үчүн мәхсус адәмләрни тәшкил қилди, һәм изчилар билән биллә уларму чиқти. улар сәври ғариға кәлгәндә изчилар: бу адәм бу ғардин техи өтүп кәтмәпту, деди.

улар хаталашмиған иди, пәйғәмбәр әләйһиссалам, дости әбу бәкри билән бу ғарға йошурнивалған иди, қурәйшләр ғарниң үстидә уяқтин ـ буяққа маңатти, буни көрүп турған әбу бәкриниң көзлиригә яш кәлди, муһәммәд әләйһиссалам униңға муһәббәт, көйүниш вә кайиш нәзири билән қариди, әба бәкри: и аллаһ ниң пәйғәмбири! мән өзәм үчүн әндишә қилмидим, пәқәт саңа бирәр иш болуп қалмисикән, дегән үмүттә йиғлидим, дәп пичирлиди. пәйғәмбәр әләйһиссалам тәмкин һалда: "и әба бәкри! сән ғәм қилма! аллаһ биз билән биллидур!" деди.

аллаһ әбу бәкригә хатирҗәмликни чүшүрди, у ғар үстидә уяқ ـ буяққа меңип йүргән кишиләрниң путлириға қарайтти вә и аллаһ ниң әлчиси! әгәр улардин бирәрси путиниң асти тәрипигә қарисилар иккимизни көрүвалиду, дегәндә пәйғәмбәр әләйһиссалам: "иккимиздин үчүнчисиниң аллаһ икәнликигә қандақ қарайсән?" деди. улар ғар үстүдики бир яшниң: йүрүңлар! ғар ичигә қарап бақайли, дегәнликини аңлиди, бу чағда уммәйә ибни хәләф мәсхирлик һалда: ғар ишикидә тор тартқан өмүчүкни көрмидиңму? аллаһ билән қәсәмки, бу өмүчүк муһәммәд туғулуштин бурунму бар икән, деди. әбу җәһил: лат вә узза билән қәсәмки, мән уни бизгә йеқин бир җайда сөзлиримизни аңлап, һәркәтлиримизни көрүп турамдикин, дәп гуман қилимән, лекин униң сеһри бизниң көзлиримизни пәрдиливалди, деди.

қурәйшләр муһәммәдни издәштин болди қилмиди, улар мәккә билән мәдинә арилиғидики йол бойида олтурақлашқан кишиләргә: кимки муһәммәдни тирик яки өлүк һалда тепип кәлсә униңға есил төгиләрдин 100 данә төгә мукапат беримиз! дәп җакарлиди.

сурақә ибни малик мәккигә йеқин җайдики”қудәйид“ қәбилисидин болуп у қәвминиң бир йиғилишида олтуратти, қурәйшләрниң җакарчиси бу йәргә келип бу еланни җакарлиди, буни аңлиған сурақә төгиниң хәвирини аңлаш билән униңға еришишкә болған қизиқиши күчәйди, лекин у буни башқилар туюп қалмисун, дәп еғиз ачмай олтурвалди. сурақә бу йәрдин техи қозғалмай турупла униң қәвмидин бир адәм бу йәргә келип: аллаһ билән қәсәмки, йенимдин үч адәм өтти, мән уларни муһәммәд, әбу бәкри вә уларниң йол башлиғучисимикин, дәп гуман қилимән, деди. сурақә: бәлким улар төгисини издәп чиққан паланилар болуши мумкин, деди. һелиқи адәм: бәлким шундақту, дәп қоюп башқа гәп қилмиди.

сурақә өзи бу сорундин дәрһал чиқип кәтсә бирәриниң гуманиниң қозғулуп қалмаслиқи үчүн у йәрдә бир аз олтурди, андин уларниң диққитини қозғимиған һалда суғурулуп чиқип дәрһал өйигә кәлди вә хизмәткариға кишиләргә туйдурмай атни тәйярлап уни җилғиниң оттуриға бағлап қоралини атқа йеқин җайға қоюп қоюшқа буйриди.

сурақә түмүр кейимни кийип, қуралини есип, етиға минди, муһәммәдни башқиларниң өзидин бурун тутивалмаслиқи үчүн учқандәк йүрүп кәтти.

сурақә қәвмидики санақлиқ чәвәндазларниң бири болуп, қәдди қамәтлик, бойи игизлики билән тонулған, сәпәргә чидамлиқ адәм иди, униң үстигә у йәнә әқиллиқ, зерәк шаир болуп, минидиған етиму нәсиллик есил атлардин иди.

сурақә йолни қатлап маңди, лекин аридин узақ маңмайла ети мүдүрлүп кетип у йиқилип чүшти, у бу иштин шум пал елип: бу зади немә иш? һу өлгүр ат! дәп етиға йәнә менип йолиға раван болди, ликин аридин бир аз өтүп ети йәнә бир мөдүрлүп у йәнә йиқилип чүшти, униң көңлидә гуман техиму күчәйди вә арқиға қайтмақчиму болди, ликин йүз төгигә еришиш иштияқи уни йәнә алдиға меңишқа зорлайтти.

сурақә етидин иккинчи қетим йеқилған йеридин узақ маңмайла муһәммәд әләйһиссалам вә униң достини көрди, у оқясиға қолини узатти ـ ю қоли қетипла қалди, чүнки у етиниң туяқлириниң земинға петип кетиватқанлиқини, алдини тупа ـ чаң тосивалғанлиқини көрди, у етини девитти, лекин ат йәргә миқлинип кәткәндәк қимир қилмайтти, шуниң билән у пәйғәмбәр әләйһиссалам вә униң достиға қарап: и икки адәм! силәр етимниң путлирини қоювитиш һәққидә пәрвәрдигариңларға дуа қилсаңлар, мән силәргә чиқилмай! деди. пәйғәмбәр әләйһиссалам дуа қиливиди аллаһ униң етиниң путини қоювәтти, лекин униң ач көзлики йәнә қозғулуп атни улар тәрәпкә чаптурди, әмма атниң путлири болса бурунқидинму бәкрәк чоңқур петип кәтти, сурақә ялвуруп: нәрсилирим вә қураллирим силәрниң болсун! мән арқамдикиләрни қайтуруп әкитишкә вәдә берәй! деди. пәйғәмбәр әләйһиссалам:" бизгә у нәрсилириңниң керики йоқ, лекин сән кишиләрни биздин қайтур!" деди андин униң етиниң меңишиға дуа қилди, ети маңди, пәйғәмбәр әләйһиссалам йолиға раван болмақчи болғанда сурақә уларға: аллаһ билән қәсәм! мәндин силәргә зиян йәтмәйду, деди. пәйғәмбәр әләйһиссалам:" сән биздин немә тәләп қилмақчи?" деди. сурақә: аллаһ билән қәсәмки, и муһәммәд! маңа ишән, сениң дениң кәлгүсидә ашкарлинип, ишлириң йүксилиду, навада мән сениң һузуруңға барсам мени һөрмәтләшкә вәдә бәр! вә бу тоғрисида маңа хәт йезип бәр! деди.

пәйғәмбәр әләйһиссалам әбу бәкрини буйруп бир сөңәк тахтайға хәт йезип бәрди вә қайтқиливатқанда сурақәгә: "и сурақә! әгәр сән кисраниң биләйзүкини тақисаң қандақ қиларсән," деди. кисра ибни һормузма? деди сорақә һәйран болуп, "һәә!кисра ибни һормуз" деди пәйғәмбәр әләйһиссалам.

сорақә қайтти у муһәммәд әләйһиссаламни изләп маңған кишиләрни көрүп уларға: қайтиңлар! мән уни издәп һәммә йәрни қезивәттим, мениң из излигүчи икәнликимни силәр обдан билисиләр, деди. шуниң билән башқа кишиләрму қайтишти.

сорақә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мәккә земинидин сақ ـ саламәт қутулуп мәдинигә йетип барғанға қәдәр өзиниң пәйғәмбәр әләйһиссалам вә униң дости билән болған ишларни ашкарлимиди, кейин у бу ишларни сөзлигәндә әбу җәһил сорақәниң қорқунчақлиқиға, пурсәтни қолдин берип қойғанлиқиға маламәт қилди, сорақә униңға: и әбу һәким! әгәр сән атниң путлириниң йәргә қандақ петип керип кетиватқанлиқини көрсәң идиң муһәммәдниң һәқиқәтән испат билән күчләндүрүлгән пәйғәмбәр икәнликиңгә шәк қилмайттиң, ашундақ вақитта кимму униңға қаршилиқ қилалисун? деди.

күнләр шу тәриқидә өтивәрди, қараңғу кечидә мусапир шәклидә қечип чиққан муһәммәд әләйһиссалам әмдиликтә болса мәккини фәтиһ қилғучи қошунниң рәһбири болуп қайтип кәлди, уни қилич вә нәйзиләр билән қоралланған нәччә миң қошун қоғдап маңған иди, әйни чағларда һакавурлуқ, мәнмәнлик вә зомугәрлик билән земинға патмай қалған қурәйш каттилири қорқуп титригән һалда пәйғәмбәр әләйһиссаламниң алдиға тәслим болғиничә униңдин әминлик сорушуп келишмәктә иди, улар пәйғәмбәр әләйһиссаламдин: бизни қандақ җазалайсән? дәп сориғанда пәйғәмбәр әләйһиссалам пәйғәмбәрләргә хас кәң қорсақлиқ билән уларға: "бериңар, силән әркин ـ азат!" деди. бу вақитта сорақә тәйярланған етиға менип пәйғәмбәр әләйһиссаламниң алдиға ислам дини қобул қилғанлиқини илан қилиш үчүн кәлди, у әйни чағда пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға йезип бәргән әһдинаминиму биллә еливалған иди. у бу вәқәликләрни баян қилип мундақ дәйду:

мән җиранға чүшкүн қилған пәйғәмбәр әләйһиссаламниң алдиға кәлдим, мән әнсарилардин тәшкилләнгән муһапизәтчиларниң ичигә кирдим, улар мени нәйзилириниң дәстилири билән иттирип: немә қилмақчи сән? йирақ тур, йерақ тур! дәйтти, мән уларниң тосиған нәйзилиригә пәрва қилмай сәп йерип удул пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға бардим, бу чағда у төгисиниң үстидә икән, мән униңға: и аллаһ ниң пәйғәмбири! мән сорақә болимән, бу сениң маңа йезип бәргән хетиң, дедим, у: "и сорақә! кәл, йеқин кәл! бүгүн болса вәдигә вапа қилинидиған, яхшилиқ қилинидиған күн" деди. мән униң алдида исламға киргәнликимни ашкарлидим, мән униң яхшилиқиға вә хәйрийитигә ериштим.

сорақә пәйғәмбәр әләйһиссалам билән учрушуп аридин бирнәччә вақит өтүпла пәйғәмбәр әләйһиссалам аллаһ ниң дәргаһиға кәтти, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң вапатиға сорақә қаттиқ қайғурди, у әйни чағда йүз төгини дәп пәйғәмбәр әләйһиссаламни өлтүрмәкчи болғанлиқини, әмди болса пүтүн дүнядики түгиләрниң пәйғәмбәр әләйһиссаламниң қиммити алдида униң еливәткән тирниқичилик әмәсликини әслиди вә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң әйни чағда:”и сурақә! әгәр сән кисраниң биләйзүкини тақисаң қандақ қиларсән? дегән сөзини әсләп мушундақ бир күнниң чоқум келидиғанлиқиға шәксиз ишәнди.

күнләр өтивәрди, мусулманларниң хәлипилики әбу бәкриниң вапатидин кейин өмәр ибни хәттапниң қолиға өтти, униң қошунлири парис земиниға худди кәлкүндәк бесип кирди, вә уларниң қорған ـ истиһкамлирини пачақлап, шаһлиқ тәхтилирини гумран қилди, аллаһ ниң ярдими билән бу вәһши инсанларниң сәлтәнәтлири өрүлүп нурғун ғәнимәтләрни алди.

өмәрниң хәлипилик мәзгилиниң ахирқи күнлириниң биридә сәид ибни әби вәққәсниң әлчилири мусулманларниң хәлиписигә ғәлбә хошалиқини йәткүзүш үчүн мәдинигә кәлди, улар мусулманларниң ғәзинисигә урушта елинған ғәнимәтләрниң бәштин бирини биргә алғач кәлгән иди. ғәнимәтләр өмәрниң алдиға қоюлғанда у әҗәпләнгән һалда у нәрсиләргә қариди, чүнки у нәрсиләрниң ичидә кисраниң мәрвайит ташлар билән зиннәтләнгән таҗи, алтун йиплар билән кәштиләнгән кийим ـ кичәклири, есил таш вә җәвһәрлири орнутулған бәлбиғи, һечким көрүп бақмиған шәкилдики бир җүп биләйзүки бар иди. униңдин башқа йәнә санап болғусиз есил нәрсиләр бар иди.

өмәр(аллаһ униңдин рази болсун! ) бу нәрсиләрни һасиси билән уяқ ـ буяққа өрүп ـ чөрүп беқип әтирапидикиләргә: бу вәзипини орундиғанлар диянәтлик вә ишәнчлик адәмләр икән, деди. бу чағда әли(аллаһ униңдин рази болсун! ): и мөминләрниң хәлиписи! сән пак болғачқа пуқралириңму пак дйианәтлик, әгәр сән чирикләшкән болсаң, уларму чирикләшкән болатти, деди.

өмәр сорақәни чақирип униңға кисраниң көйникини, иштинини, тонини вә өтигини кийгүзүп, қиличи билән есил бәлбиғини есип қойди, бешиға болса униң алтун таҗини тақиди, қоллириға униң икки биләйзүкини тақиди, бу чағда мусулманлар: аллаһ әкбәр! аллаһ әкбәр! дәп тәкбир ейтишип кетишти. бу чағда өмәр сорақәниң бу сөлитигә қарап: паһ, паһ! бишида кисраниң таҗи, қолида униң биләйзүки болған мәдләҗ қәбилисидики әрәб, деди. андин асманға қарап:

и аллаһ! сән бу малларни пәйғәмбириңгә бәрмидиң, у саңа мәндин сүйүмлүк вә һөрмәтлик иди, әбу бәкригиму бәрмидиң, у мәндин сүйүмлүк вә һөрмәтлик иди, уни болса маңа бәрдиң, мән сениң бу нәрсиләрни мени җазалаш үчүн бәргән болушиңдин панаһ тиләймән!... деди. андин шу сорун тарқимай турупла ғәнимәтләрни мусулманларға тәқсим қилип бәрди.
 

саһабиләр һаяти сәһипсигә қайтиш>

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org