|
абдуллаһ ибни салам (аллаһ униңдин
рази болсун)
җәннити кишиләргә қарап хурсән
болидиған
адәм абдуллаһ ибни саламға қарисун!
һүсән ибни салам әйни чағлардики
мәдининиң каттилиридин иди. мәдинидики һәр хил дин әһли уни кишиләр
ичидә тәқва, салиһ, пәрзкарлиқи билән тонулған сәмимий адәм, дәп
һөрмәтләйтти.
һүсәйин интайин хатирҗәм турмуш
кәчүрәтти, лекин у вақтини һәргизму бикар өткүзвәтмәйтти. у вақтини үчкә
бөлгән болуп униң бир бөликини чиркавида вәз ـ нәсиһәт қилиш үчүн,
иккинчи бир бөликини хормилиқ беғини пәрвиш қилиш ишлири үчүн, үчүнчи
бир бөликини динни чүшүниш үчүн тәврат билән һәпилишип өткүзәтти.
у һәр қетим тәвратни оқуп бурунқи
пәйғәмбәрләр вә униң ахирқиси болған, мәккидин чиқидиған пәйғәмбәрниң
бишарити һәққидики хәвәрләр үстигә кәлгәндә а узақ ـ узақ тохтайтти вә
бу кәлгүсидики пәйғәмбәрниң сүпәтлири, аламәтлири тоғрисидики баянларни
қайт ـ қайта оқуйтти. китапта хәвәр берилгән пәйғәмбәрниң өз юртидин
мәдинигә келидиғанлиқидин һәм бу йәрдә турудиғанлиқидин интайин
сүйүнәтти. у һәр қетим бу һәқтики мәзмонларни оқуса яки бу мәзмонлар
униң хиялиға кәчсила у ашу пәйғәмбәрни көрәлиши, униңға ишинип иман
ейтқучиларниң әвәлқиси болуши үчүн өмриниң узун болушини үмүд қилип
аллаһ дин буни тиләйтти.
аллаһ һүсәйин ибни саламниң дуасини
узун қилип униң өмрини һәтта тоғра йолға һидайәт қилинғучилар үчүн
рәһмәт әлчиси қилип әвәтилгән пәйғәмбәрниң келишигичә узун қилди. һәмдә
уни бу пәйғәмбәр билән учришиш, униң билән һәмсөһбәт болуш, у арқилиқ
әвәтилгән һәқ дин билән несиплинишкә муйәссәр қилди.
биз униң исламни қобул қилишниң
җәряниниң қандақ болғанлиқини өз ағзи билән сөзләп бәргинигә қулақ
салайли, у бу һәқтә тохтулуп мундақ дәйду:
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң
ашкарланғанлиқини аңлиғинимда мән униң исмини, нәсәбини, сүпәтлирини,
кәлгән вақти вә орнини сүрүштүрдүм һәмдә аңлиғанлиримни тәврәтта баян
қилинған сүпәтләр вә у тоғрисида берилгән бишарәтләр билән селиштурдум.
ахирда мән униң һәқиқәтән аллаһ тәрипидин әвәтилгән, китапларда алдин
бишарәт берилгән пәйғәмбәрниң дәл өзи икәнликигә ишәндим, лекин мән
буларни йәһудийлардин йошурдум вә бу һәқтә һечбир сөз қилмидим. бу әһвал
аллаһ пәйғәмбәр әләйһиссаламни мәккидин елип чиқип мәдинигә елип кәлгичә
шу бойичә давамлашти. пәйғәмбәр әләйһиссалам мәдинигә йетип келип қуба
кәнтигә келип чүшкәндә бизниң йенимизға бир адәм келип: бир пәйғәмбәрниң
бу йәргә йетип келиш алдида икәнликини хәвәр қилди. бу чағда мән хорма
дәрихи үстидә ишлавататтим. мениң һаммам халидә бинти һарис дәрәх төвидә
олтуратти. мән бу хәвәрни аңлиған һаман өзәмни туталмай: аллаһ бүйүктур!...
аллаһ һәммидин бәк бүйүктур! дәп товлап кәттим. һаммам мениң тәкбир
ейтқанлиқимни аңлап чүчүп кетип: аллаһ сени зиянкарлар ичидә қилсун!
аллаһ билән қәсәмки! сән муса ибни имранниң кәлгәнликини аңлиған
болсаңму бунчилик қилип кәтмәстиң! деди. мән:
и һамма! аллаһ билән қәсәмки! бу
пәйғәмбәр муса ибни имранниң қериндиши, шундақла у иккиси бир динда, бу
пәйғәмбәрму муса әвәтилгән һәқ билән әвәтилгән!... дедим. у: силәр
һәмишә бизгә: өзидин бурунқи пәйғәмбәрләрни тәстиқлап, пәрвәрдигариниң
пәйғәмбәрлириниң ахирқиси болуп әвәтилиду, дәп хәвәр беридиған пәйғәмбәр
мушуму? деди. мән:
һәә! дәл өзи шу, дедим. һаммам:
ундақ болса болупту, деди.
мән дәрһал пәйғәмбәр әләйһиссаламниң
қешиға маңдим вә у йәргә берип нурғун кишиләрниң униң ишики алдида
қистилишип турғанлиқини көрдүм вә мәнму берип қистилип униңға
йеқинлаштим. мениң униң ағзидин тунҗи аңлиған сөз:" и халайиқ! саламни
омумлаштуруңлар, ач қалғанларға таам бериңлар, кечидә кишиләр ухлиғанда
туруп ибадәт қилиңлар, шундақ қилсаңларла җәннәткә аман ـ исән
кирәләйсиләр!" дегән сөзләр болди.
мән униңға зән селип қарашқа
башлидим вә униң чирайиниң ялғанчиниң чирайиға охшимайдиғанлиқиға ишәнч
қилдим ـ дә униң алдиға берип: ” бир аллаһ тин башқа илаһ йоқ! муһәммәд
аллаһ ниң пәйғәмбири!“ дәп гуваһлиқ бәрдим. пәйғәмбәр әләйһиссалам маңа
қарап: "исмиң немә?" деди. мән: һүсәйин ибни салам, дедим. пәйғәмбәр
әләйһиссалам: "бәлки абдуллаһ ибни салам!" деди. мән дәрһал: һәә,
абдуллаһ ибни салам, сени һәқ билән әвәткән аллаһ билән қәсәмки,
бүгүндин башлап маңа буниңдин башқа бир исимниң болушини яқтурмаймән,
дедим.
мән пәйғәмбәр әләйһиссаламниң
қешидин қайтип өйүмгә келип аялимни вә әһли әвладимни исламға чақирдим,
уларниң һәммиси мусулман болди, һаммам халидәму мусулман болди, у
наһайити яшинип қалған иди. мән уларға: силәр мениң вә өзәңларниң
мусулман болғанлиқиңларни мән рохсәт қилмиғичә йәһудийларин йошурун
тутуңлар, дедим. улар униңға мақул болушти. андин мән пәйғәмбәр
әләйһиссаламниң қешиға берип: йәһудийлар боһтанчи, йүзсиз адәмләрдур,
мән сениң улардин катта адәмләрни һузуриңға чақиришиңни, мени өйлириңниң
биригә мөкүндүрүп қоюшиңни, андин улар мениң мусулман болғанлиқимни
билиштин бурун сән улардин мениң һәққимдә сорап көрүшиңни, уларниң
нәзиридики мениң орнумни сүрүштүрүп уларни исламға чақиришиңни үмүд
қилимән! әгәр улар мениң мусулман болғанлиқимни билип қалса мени
әйипләйду, мени сөкиду вә маңа бөһтан чаплайду, дедим.
пәйғәмбәр әләйһиссалам мени
өйлириниң биригә киргүзвәтти вә уларни өйигә чақирип уларға исламни
чүшәндүрүшкә, иманниң гүзәл тәриплирини баян қилишқа, өзи һәқидә кәлгән
китаплардики бишарәтләрни уларға әслитишкә башлиди, бирақ улар пәйғәмбәр
әләйһиссалам билән асасиз қаршилишишқа, һәқиқәт тоғрисида талишишқа
башлиди, мән уларниң һәммә сөзлирини аңлап турдум, пәйғәмбәр
әләйһиссалам уларниң иман ейтишидин үмүдини үзгән чағда уларға: "һүсәйин
ибни саламниң силәрниң ичиңлардики орни қандақ?" дәп сориди. улар: у
бизниң рәһбиримиз вә рәһбиримизниң оғли, у бизниң алимимиз вә
алимимизниң оғли, дейишти. пәйғәмбәр әләйһиссалам:"әгәр у мусулман болса
силәрму мусулман боламсиләр?" деди. улар: оһой! у һәргизму мусулман
болмайду, униң мусулман болишидин аллаһ сақлисун! дейишип кетишти. бу
чағда мән йошурған өйдин чиқип: и йәһудийлар гуруһи! аллаһ тин қорқуңлар!
муһәммәд елип кәлгән нәрсини қобул қилиңлар! аллаһ билән қәсәмки, силәр
униң һәқ пәйғәмбәр икәнликини билисиләр, униң һәққидики бишарәтләрниң
қолуңлардики тәвратларда ениқ йезилғанлиқини һәм билисиләр, мән униң
аллаһ тәрипидин әвәтилгән һәқ пәйғәмбәр икәнликигә гуваһлиқ беримән,
униңға ишинимән вә уни тәстиқлаймән, уни етирап қилимән! дедим. улар
дәрһал:
сән ялған ейттиң! сән бизниң әң әски
адимимиз! әски адимимизниң балиси, бизниң әң җаһилимиз вә әң
җаһилимизниң балиси! дәп мени ағзиға кәлгән барлиқ әйипләш сөзлири билән
әйипләшти, сөкүшти. мән пәйғәмбәр әләйһиссаламға: мән саңа йәһудийлар
боһтанчи, әски, алдамчи вә пәскәш кишиләр демигәнмидим, дедим.
абдуллаһ ибни салам исламға худди
уссуз адәм булақ сүйигә тәшна болғандәк тәшналиқ билән кирди. у қуранға
шунчилик берилдики, униң ләвлири қуранниң айәтлирини оқуп қурумайтти.
униң дили пәйғәмбәр әләйһиссаламға шунчилик берилип кәттики у пәйғәмбәр
әләйһиссаламниң арқидин әгишипла йүрүйтти.
у җәннәткә кириш үчүн әмәл ـ
ибадәтләргә шунчилик берилгәнки һәтта пәйғәмбәр әләйһиссалам униң
һәққидә бир бишарәт бәргән болуп бу бишарәт саһабилар ичидә ашкара болуп
кәткән иди. бу бишарәт қәйиз ибни убадә ривайәт қилған қиссидә баян
қилинған болуп уни ривайәт қилғучи мундақ дәйду: мән пәйғәмбәр
әләйһиссаламниң мәдинидики мәсҗидиниң илим сорунлириниң бир сорунида
олтурған идим, бу сорунда дилларға арам, җанға раһәтлик бәхиш әткүчи бир
пишқәдәм киши бар болуп, у кишиләргә шунчилик тәсирлик, ширин сөзләрни
қилдики у адәм орнидин туруп маңғанда кишиләр униң арқисидин қаришип:
җәннәт әһлидин бирәр адәмгә қарап хошал болидиған адәм мушу кишигә
қарисун! дейишти. мән улардин: у киши ким? дәп сорисам, улар: абдуллаһ
ибни салам! дейишти. мән көңлүмдә: аллаһ билән қәсәмки, мән бу адәмгә
әгишимән, дедим вә у адәмниң арқидин маңдим. у меңип мәдинә шәһири
ичидин чиқти андин өйигә қарап маңди, мәнму униң арқисидин келип киришкә
рохсәт сорудум, у рохсәт бәрди.
мән киргәндә у: и қериндишимниң оғли!
немә һаҗитиң бар? деди. мән:
сиз баяттин мәсҗидтин чиққип кәткәндә кишиләр сизгә қарап: җәннәт
әһлидин бирәр адәмгә қарап хошалинидиған адәм мушу адәмгә қарисун!
дейишкәнликини аңлидим, шуниң билән сиз тоғрулуқ билиш, һәмдә кишиләрниң
буни қандақ биливалғанлиқини билиш үчүн арқиңиздин кәлдим, деди. у маңа:
и балам! җәннәт әһлини аллаһ обдан
белиду! деди. мән: һәә... шундақ! ликин улар дегән сөзниңму бирәр асаси
бар болиши керәк, дедим. у: мән буниң сәвәбини һазирла саңа сөзләп
беримән, деди. мән: қени сөзләң, аллаһ сизгә рәһмәт қилсун! дедим. у:
мән пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һаят
вақтида бир кечиси мундақ чүш көрдүм, чүшүмдә бир адәм келип маңа:
орниңдин тур! деди, мән орнумдин турдум, у адәм мениң қолумдин тутти.
мениң сол тәрипимдә бир йол баркән мән шу йолда маңмақчи болғинимда у
адәм: қой уни! у сениң йолуң әмәс, деди. мән шундақ қарисам туюқсиз оң
тәрипимдә бир очуқ йол пәйда болди, һелиқи киши мени ашу йолда меңишқа
буйриди, мән шу йолда меңип ахирда арилиқлири кәңри кәткән, япـ йешил,
гүзәл бир бағчиға кирип қалдим, бу бағчиниң отурсида түви йәрдә, учи
асманға тақашқан төмүрдин болған бир төврүк бар икән, униң учида
алтундин ясалған бир һалқа бар икән, у киши маңа: униңға чиқ! деди. мән:
чиқалмаймән, дедим. у чағда мениң
қишимға бир хизмәтчи келип мени көтүрди, мән юқирға қарап өрләп һәтта
түврүкниң учиға чиқтим ـ дә һелиқи алтун һалқини икки қолум билән
тутивалдим. мән таки таң атқанға қәдәр униңға есилип қалдим.
әтиси пәйғәмбәр әләйһиссаламға
чүшүмни баян қилип бәрдим, у маңа: "сол тәрипиңдә сән көргән йол
дозахниң йоли, оң тәрипиңдики йол болса җәннәт әһлиниң йоли, сени
гүзәллики вә йешиллиқи билән һәйран қалдурған бағ болса ислам, бағ
отурсидики түврүк болса динниң асаси, һалқа болса мустәһкәм тутулидиған
етиқад, сән униңға таки өлгичә есилип туридикәнсән!" дегән иди, деди.
саһабиләр
һаяти сәһипсигә қайтиш > |