|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
 

әсма бинти әбу бәкри (аллаһ униңдин рази болсун!)


әсма йүз йил өмүр көрди, униң бирәр тал
чиши чүшмиди,я әқлидин адишипму қалмиди.

тарихчилар.
 

биз бу йәрдә баян қилмақчи болған әсәримизниң баш қәһримани әсма бинти әбу бәкри һаятида кишиниң дилини сүйүндүргидәк пәзиләт , артуқчилиқ вә улуғлуқни өзигә муҗәссәм қилған бир аялдур. чүнки өзи болса пәйғәмбәр әләйһиссаламниң әң йеқин дости әбу бәкри сиддиқниң йәни мусулманларниң пәйғәмбәр әләйһиссаламдин кйеинки хәлиписи әбу бәкриниң қизидур. униң қиз қериндиши болса пәйғәмбәр әләйһиссаламниң аяли һәзрити анимиз аишәдур, ундин башқа униң бовиси йәни әбу бәкриниң атиси әбу әтийқ, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң ярдәмчиси болған ери зубәйир ибни әввам вә оғли абдуллаһ ибни зубәйир саһабилардиндур(аллаһ улардин рази болсун! ) униң башқиларға четилған шәрипини қоюп әбу бәкриниң қизи әсма болғанлиқиниң өзила униң шәрәплинишигә йетәрликтур.

әсма бурун иман ейтқучиларниң бири болуп униңдин бурун пәқәт 17 адәм иман ейтқан иди. әсма йәнә ”икки бәлвағ игиси“ дегән намғиму игә болған бир пәзиләт игиси болуп у пәйғәмбәр әләйһиссалам билән атиси мәдинигә һиҗрәт қилидиған күни уларға озуқлуқ вә су тәйярлап берип бу нәрсиләрни таңидиған нәрсә тапалмиғанда өзиниң бәлвиғини отурдин йиртип бир парчисида озуқ халтисини, йәнә биридә толумни бағлиғанда пәйғәмбәр әләйһиссалам униң үчүн аллаһ дин җәннәттә икки бәлвағ беришкә дуа қилған, шуниң билән у ”икки бәлвағ игиси“ дегән намға игә болған.

у зубәйир ибни әввам билән никаһланғанда зубәйир болса қолида нә хизмитини қилидиған хизмәтчиси нә бир етидин башқа аилисини баяшат қилғидәк мал ـ дуняси йоқ кәмбәғәл йегит иди. бирақ әсма униң үчүн бәкла яхши бир аял иди, әсма даим униң хизмитини қилип етини йетиләйтти, уни отлитип, һәләп етип бериш үчүн данларни йәнчийтти. аллаһ уларға кәңчилик ата қилип уларни саһабиларниң әң байлириниң қатаридин қилғанға қәдәр у шу һаләттә яшиди.

әсманиң динини сақлап қелиш үчүн аллаһ вә аллаһ ниң пәйғәмбири тәрәпкә һиҗрәт қилиш пүрситигә еришкән вақитлири дәл униң оғли зубәйиргә болған һамилилик мәзгилиниң ахирлириға тоғра кәлди, у әһвалиниң бунчилик қийинчилиқидин қорқмай сәпәргә атланди.
у дәл мәдинидики қуба мәсҗиди бар кәнткә йетип барғанда көзи йориди, мусулманлар хушаллинип тәкбир вә тәһлил ейтишти, чүнки туғулған бу бувақ мәдинигә һиҗрәт қилғучиларниң ичидә тунҗи туғулған бувақ иди, әсма оғли абдуллаһ зубәйирни пәйғәмбәр әләйһиссаламниң қешиға елип берип униң қучиғиға қойди, пәйғәмбәр әләйһиссалам мубарәк түкриклири билән балини еғизландурди вә дуа қилди. бу балиниң қорсиқиға киргән тунҗи нәрсә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мубарәк түкрики болди.

әсмада әрләрдиму аз тепилидиған әқил ـ идрак вә пәзиләт, улуғлуқ сүпәтлири бар иди. униң сехилики болса үлгә қилғудәк дәриҗидә иди, бу һәқтә оғли абдуллаһ мундақ дегән: мән һаммам аишә вә анамдәк сехи кишини көрмидим, бирақ бу иккисиниң сехилики охшимайтти, һаммам аишә болса нәрсиләрни йиғип қоюп һаҗәтмәнләргә йәткидәк болғанда андин берәтти, анам болса әтигә һичнемә қалдурмайтти.
 

әсма һәрқандақ қийин әһвалдиму ишларни яхши бир тәрәп қилалайдиған әқил игиси иди. атиси әбу бәкри әйни заманда пәйғәмбәр әләйһиссаламға һәмраһ болуп мәдинигә һиҗрәт қилғанда өйидә бар барлиқ мал ـ мүлкини биллә елип маңған иди, униң елип маңған мелиниң сани алтә миң дәрһәм болуп у аилисидикиләр үчүн һичнемә қалдурмиған иди. әсманиң бовиси әбу қуһафә әбу бәкриниң сәпәр қилғанлиқини аңлап (у чағда у мушрик иди) униң өйигә кәлди вә әсмаға: аллаһ билән қәсәмки! мән униң өзи арқилиқ силәрни ғәм ـ әндишигә селип қойғанниң үстигә силәрни кәмбәғәл бир һаләттә қалдурди, дәп қараймән, деди. әсма униңға:
 

и бова! һәргиз ундақ әмәс, у бизгә көп мал қалдуруп қойди, дегиничә шеғилларни елип мал сақлайдиған тәкчигә қойғандин кейин үстигә бир парчә рәхтни йепип бовисиниң қолини тутуп (униң көзи көрмәс иди) рәхтниң үстидин силатқузуп: қандақ бизгә мал қалдуруптиму? деди. бовиси:

қалдурупту, әгәр у мушу малларниң һәммисини қалдурған болса һәқиқәтән яхши иш қилипту, деди.

әсма мушундақ қилиш арқилиқ яшанған кишини хатирҗәм қилишни вә униң өзигә мал беришидин тосап қилишни мәқсәт қилған иди. чүнки у гәрчә бовиси болған тәғдирдиму мушриклардин өзигә ярдәм қилинишни халимайтти.
тарих әсманиң һаятидики нурғун алаһидә көрүнишләрни унтуп қалди, дегәндиму униң оғли абдуллаһ ибни зубәйир билән ахирқи қетимқи учрушиши вә бу учришишта намайәндә болған униң өткүр әқлий пикри, кәскин позитсийәси вә күчлүк иманиниң сөһбәттики ипадисини һәргиз унтуп қалмайду. бу вәқәлик мундақ иди:

йәзид ибни муавийә вапат болғандин кейин әсманиң оғли абдуллаһ ибни зубәйиргә һиҗаз, мисир, ирақ, хурасан, шам диярлириниң көплигән җайлиридики мусулманлар бәйәт қилди. аридин узун өтмәй уммәйә җәмәтидикиләр һәҗҗаҗ ибини йүсүф сәқәфийниң қоманданлиқида абдуллаһқа қарши зор қошун маңдурди. шуниң билән икки тәрәп оттурисида кәскин җәң башланди. у җәңдә өзигә хас батурлуқ вә чәвәндазлиқ билән қәһриманларчә уруш қилди, лекин униң әтирапидикиләр пәйдин ـ пәй униңдин айрилишқа башлиди, у ахирида аллаһ ниң өйи билән панаһланди, йәни у бир қанчә кишилири билән муқәддәс кәбиниң ичидә қоғдунушқа мәҗбур болди.

у шәһид болуштин бир қанчә саәт илгири аниси әсманиң қешиға кәлди, бу чағда әсма көзи тутулуп яшинип қалған иди. абдуллаһ: и ана! сизгә аллаһ ниң рәһмити вә бәрикити болсун, деди. әсма: оғлум абдуллаһ саңиму тинчлиқ болсун!... һәҗҗаҗниң мәнчанақлири( чоң ـ чоң ташларни йираққа атидиған қорал) атқан ташлар йәрләрни титритиватқан мушундақ чағда сән бу йәргә немә дәп кәлдиң? деди.

сиздин мәслиһәт сориғили.
мәндин? қайси иш тоғрисида?

кишиләр маңа ярдәм қилмиди, һәҗҗаҗдин қорқуп вә униң мал ـ дунясиға қиззиқип мәндин йүз өриди, мениң қешимда пәқәт бир қанчә кишила қалди, улар һәр қанчә чидамлиқ болған тәқдирдиму пәқәт бирнәччә саәтла бәрдашлиқ берәр, бәни өммәйәниң әлчилири навада мән қурални ташлам абдуллаһ ибни мәрванға бой сунсам маңа халиғинимни беридиғанлиқи тоғрисида гәп қиливатиду, сизниңчә қандақ?

әсма оғлиниң бу сөзлирини аңлап авазини көтүрүп: и абдуллаһ! өз әһвалиңни өзәң билисән, өзәңни өзәң обдан билисән!... әгәр һәқиқәткә чақирип һәқ үстидә турсаң чидамлиқ бол! сән худди сениң байриқиң астида өлгән муминләр сәври қилғандәк сәври қил!... әгәр сән мални көзлигән болсаң наһайити әски адәм болған болисән, нәтиҗидә өзәңниму, адәмлириңниму һалак қилисән.

лекин, мән бүгүн шәксиз өлтүрилимән.

бу сән үчүн һәҗҗаҗға тәслим болуп каллаңниң бәний уммәйәниң балилириниң ойниғинидин яхши.

мән өлүмдин қорқмайватимән, бәлки уларниң мени чанивитишидин әнсираватимән.
өлгәндин кейин инсан әнсирәйдиған иш қалмайду, буғузлунип болунған қой союшниң азабини сәзмәйду...

аллаһ сизниң ана болғиниңизға, улуғ хисләтләргә игә болғиниңизға бәрикәт бәрсун! мән пәқәт йениңизға мушундақ сөзләрни аңлаш үчүнла кәлгәнмән, аллаһ мениң аҗизлишип қалмиғанлиқимни обдан билиду, мениң ишлиримда дуня вә униң зиннәтлирини яқтуруп әмәс бәлки аллаһ һарам қилған ишларға йол қоюлватқанлиқиға ғәзәпләнгәнликимгә шаһид, мана мән һазир сиз яхши көрүдиған ишқа маңимән, әгәр шәһид қилинсам маңа қайғурмаң, ишлириңизни аллаһ ға тапшуруң...

әгәр сән наһәқ иш үстидә өлтүрүлсәң андин саңа қайғуримән.

маңа ишиниң ана, оғлиңиз болған мән һәргиз яман иш қилиш нийитидә болмидим, бузуқчилиқ биләнму шуғуланмидим, аллаһ ниң һөкмидә зулум қилмидим, аманәткә хиянәт қилиш нийитидә болмидим, мениң нәзиримдә аллаһ ниң разилиқидин әла нәрсә йоқ, мән бу сөзләрни өзәмни ақлаш нийитидә әмәс бәлки дилиңизға сәври киргүзүш үчүн даватимән.
сени өзи мән яхши көрүдиған иш үстидә қилған аллаһ ға мәдиһийәләр болсун! и оғлум! йеқинрақ кәл, мән сениң пуриғиңни пуривалай, бәдәнлириңни силивалай, бу бәлким сән билән ахирқи учришишимиз болуп қелиши мөмкин.

әсма шундақ дәп оғлиниң қоллириға, путлириға өзини етип сүйүшкә башлиди, униң йүзлирини, буюнлирини пурайтти, бәдинини силайтти. у турупла қолини йиғивилип :
бу кәйгиниң немә? деди.

мениң түмүр киймим.

и балам! бу шәһид болушни ирадә қилған адәмниң кийидиған кийими әмәс.

ликин мән уни сизниң көңлиңизни хатирҗәм қилиш үчүнла кийивалған идим.

буни силивәт, бу кийим сени қоғдашқа лайиқ, һуҗум қилишиқа вә һәркитиңниң йәңгил болушиға пайдилиқ, лекин өлүп кетип қалсаң әвритиңниң ечилип қалмаслиқи үчүн узун иштан кийивал!

абдуллаһ түмүр кийимини силивитип узун иштанни кәйди вә җәңни давамлаштуруш үчүн һәрәм тәрәпкә қарап йүрүп кәтти, у кетиватқач: и ана! маңа дуа қилишни үзүп қоймаң! дәйтти. әсма қолини асманға көтүрүп:

и аллаһ униң қараңғу кечилири кишиләр ухлаватқанда узақ ибадәт қилғанлиқи, қаттиқ йиғлиғанлиқиға рәһмәт қилғин!... и аллаһ! униң роза тутқан һалда мәккә ـ мәдинә арисида қилған сәпиридики ачлиқ вә уссузлуқиға рәһмәт қилғин! и аллаһ! униң ата ـ анисиға қилған яхшилиқиға рәһмәт қилғин!... и аллаһ мән уни өзәңгә тапшурдум! сениң һөкмиңгә рази болдум, маңа сәври қилғучиларниң савабини бәргин!...дәп дуа қилди.

шу күни қуяш патмай турупла абдуллаһ ибни зубәйир шәһид қилинди. униң шәһид қилинғанлиқиға он нәччә күн үтүп аниси әсма бинти әбу бәкриму вапат болди. у йүз йил өмүр көргән, бирәр тал чиши чүшмигән, әқлидин һич кетип қалмиған аял иди. (аллаһ униңдин рази болсун! )
 

саһабиләр һаяти сәһипсигә қайтиш>

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org