|
нуәйим ибни мәсуд (аллаһ униңдин
рази болсун)
"нуәйим ибни мәсуд урушниң һелә-
нәйрәң
билән болудиғанлиқини билидиған кишидур".
нуәйим ибни мәсуд әзәлдин әқиллиқ,
сәзгүр, пикири өткүр, қәйсәр вә чидамчан киши иди. униң вуҗудида
пәрәзиниң тоғрулиқи, инкасиниң тезлики вә һушярлиқини үстүнликидәк аллаһ
униңға инам қилған алаһидиликлири билән биргә йәнә сәһрада өскән яшларға
хас харәктириму тәң муҗәсәмләшкәниди.
униң өзигә хас йәнә бир хулқи болуп
у әйши- ишарәтлик, раһәт турмуш кәчүрүшни яхши көрәтти вә көпүнчә бу хил
хаһишини йәһудийларниң қешиға берип шулар билән бу җәһәттә һәмнәпәс
болуш арқилиқ қандуратти. қачанки униң көңли нахша- музикини тартса йүк
тақилирини теңип нәҗдидин мәдинигә қарап йолға чиқатти вә көңлини
ачидиған йәһудийларға көпләп пул берәтти. бу сәвәптин униң мәдинигә
қилидиған сәпири көп һәм бәни қурәйзә йәһудийлири билән болған алақиси
қоюқ иди.
аллаһ бәндилиригә пәйғәмбири
муһәммәд әләйһисаламни әвәтип уларни тоғра вә һәқ болған динға һидайәт
қилишни халиған, мәккә земини бу муқәддәс нурниң һөрмитидин шәрәплинишкә
башлиған ашу мәзгиләрдә нуәйим болса көңүл тизгинини өз хаһишиға
қоювәткән һаләттә яшаватқан болуп, у бу йеңи динниң өз арзуси боючә
яшишиға тосалғу болушидин әнсирәп бу диндин йүз өригән иди.
аридин узақ өтмәй өзиниң ислам
дининиң дүшмәнлири қатаридин санилип исламға қаршилиқ билдүрүшкә
мәҗбурлинип қелиниватқанлиқини һес қилишқа башлиди. әмма у әһзап уруши
болған күни өзи үчүн ислам тарихида дастан болғидәк бир йеңи сәһипә ачти,
униң бу сәһиписигә урушниң һелә- нәйрәңләр билән болудиғанлиқиға дәлил
болғидәк аҗайип бир вәқәлик йезилған иди.
нуәйимгә тәвә болған бу һекайини
тәпсилийәрәк аңлаш үчүн әһзап урушидин сәл илгирки вақитқа қайтишқа
тоғра келиду.
әһзаб[1] урушидин бираз вақит илгири
мәдинидики бәни қурәйзә йәһудийлиридин болған бир түркүм кишиләр вә
уларниң кативашлири пәйғәмбәр әләйһисаламға қарши уруш қилиш арқилиқ
униң динини йоқ қилиш үчүн уруш қозғашни қарар қилишти. бу қарарлириға
асасән улардин бир түркүм әлчиләр мәккигә берип қурәйш катилирини
мусулманлар билән урушушқа қизиқтурди вә қурәйш қошуни мәдинигә йетип
барғанда улар билән бирлишидиғанлиқи вә һәмкарлишидиғанлиқи тоғрулуқ
уларға вәдә бәрди.
бу әлчиләр мәккидики қурәйшләрниң
йенидин айрилип нәҗдәдики ғәтқан қәбилисигә барди вә уларниму исламға вә
пәйғәмбәргә қарши чиқишқа қутратқулуқ қилип бу йеңи динни йилтизи билән
қошуп қумуруруп ташлаш үчүн бирлишишкә чақирди, һәм уларниң қоллишини
қолға кәлтүрүш үчүн қурәйшләр билән арилирида бу тоғрулуқ
келишкәнликлирини дәп булар биләнму әһдә түзүшүп уруш қилишниң вақтини
бекитишти.
қурәйшләр әбу софиянниң
қоманданлиқидики чоң- кичик һәммини өз ичигә алған зор қошун билән
мәдинигә улағлиқ вә пиядә болуп йолға чиқишти. ғәтқан қәбилисиму уйәйнә
ибни һиссини ғәтибаниниң қоманданлиқида нәҗдәдин һәммиси қомурулуп
чиқишти. ғәтқан қәбилисиниң қошуниң алдинқи сепидә һекайимизниң баш
қәһримани нуәйим ибни мәсудму бар иди.
бу бирләшмә қошунниң хәвири
пәйғәмбәр әләйһисаламға йәткәндә пәйғәмбәр әләйһисалам саһабилирини
чақиртип уларға қандақ қилиш тоғрулуқ мәслиһәт салди, мәслиһәтниң
нәтиҗисидә улар бу чоң қошунниң мәдинигә киришидин тосуш үчүн мәдинә
сиртиға һуҗумдин мудапәлинидиған хәндәк колашқа бирликкә кәлди.
бирләшмә қошун мәдиниң юқирқи
тәрипидә учрашқандин кейин бәни нәзийир йәһудийлириниң кативашлири бәни
қурәйзә йәһудийлириниң кативашлириниң йениға берип уларни пәйғәмбәр
әләйһисаламға қарши қозғулуп мәккә вә нәҗдидин кәлгән бирләшмә қошунға
маслишип урушқа чиқишқа қизиқтурди.
бәни қурәйзә кативашлири кәлгәнләргә:
силәр дәл биз яхши көрүдиған вә арзу қиливатқан бир ишқа чақирип
келипсиләр, ликин силәр биз билән муһәммәдниң отурсида бизниң мәдинидә
хатирҗәм яшишимиз бәдилигә униң билин тинч өтүшкә келишкән килишим
барлиқини билисиләр, навада муһәммәд бу урушта ғәлбә қилип қалса
вәдимизни бузғанлиқимиз үчүн бизни җазалишидин, һәтта мәдинидин һәйдәп
чиқиривитишидин қорқимиз, дейишти.
әмма бәни нәзийир йәһудийлириниң
кативашлири улани бу келишимни бузушқа қизиқтуруп бу қетимқи җәңдә
мәғлубийәт шәксиз мусулманлар тәрипигә болудиғанлиқиға уларни
ишәндүрүшкә тиришиш, икки чоң гуруһниң һәйвити билән уларни
роһландурушқа тиришиш арқилиқ уларни қутратти. нәтиҗидә бәни қурәйзә
йәһудийлири уларға майил болуп муһәммәд әләйһисалам билән болған
келишимни бузди вә икки тәрәпниң отурсида түзүлгән әһдинамини йертип
ташлап бу урушта әһзап қошун тәрәптә турудиғанлиқлирини илан қилди. бу
хәвәр мусулманларға бәкла еғир кәлди.
әһзап қошуни мәдининиң әтирапини
муһасиригә еливилип мәдинигә сиртин келидиған йемәк- ичмәк вә ярдәм
йолини үзүп ташлиди. пәйғәмбәр әләйһисалам әһзап қошунлириниң мәдинә
сиртида мәдинини қоршавға алған һаләттә турғанлиқини, мәдинә ичидики
бәни қурәйзә қәбилисиниң дүшмәнләргә қарита ички җәһәттики ярдәмчи
орнида тәйярлинип ятқанлиқини билди, мунапиқлар вә диллирида мунапиқлиқ
кесили барлар өзлириниң әсли қияпәтлирини ашкарлайдиған: муһәммәд бизгә
кисра вә қәйсәрниң мал- дунясиға игә болудиғанлиқимизни дегән иди, әмди
болса һич бир киши таһәрәткиму хатирҗәм чиқалмайватиду, дегәндәк
сөзләрни қилишқа башлиди. бундақ кишиләр уруш болуп қалса бәни қурәйзә
йәһудийлириниң аяллири вә балилириға зиян йәткүзүшидин әнсирәп пәйғәмбәр
әләйһисаламниң йенидин бир- бирләп айрилишқа башлиди. һәтта ахирда
пәйғәмбәр әләйһисалам билән пәқәтла муминлардин нәччә йүздәкла адәм
қалғаниди.
йигирмә нәччә күнгичә давамлашқан
муһасиридә пәйғәмбәр әләйһисалам бир кечиси пәрвәрдигариға дуа қилип:" и
аллаһ мән сәндин вәдәңни әмәлгә ашурушиңни тиләймән! и аллаһ мән сәндин
вәдәңни әмәлгә ашурушиңни тиләймән!" деди.
дәл мушу кечиси нуәйим ибни
мәсудниңму уйқуси қачқан болуп у уян- буянға өрүлүп охлиялмиди, у
көзлирини сүзүк кечә асминида чақнаватқан юлтузларға тикиничә ойлунушқа
башлиди вә өз- өзүгә: вай саңа и нуәйим! сән нәҗдидин ибарәт ашу йирақ
җайдин у адәм вә униң әгәшкүчилири билән немә сәвәптин урушқили кәлдиң?
сән яки дәпсәндә қилинған һоқуқ вә яки төкүлгән абройни дәп уруш қилғили
кәлмидиң, бәлки һичбир сәвәпсизла уруш қилғили кәлдиң, сәнчилик әқли бар
бир кишиниң башқиларни сәвәпсиз өлтүрүши яки өзүниң өлтүрүлишигә
сәвәпкар болуши әқилға уйғунму? вай исит саңа! сән немигә асасән
әгәшкүчилирини адилиққа, иһсан қилишқа, йеқинлириға ярдәм беришкә
чақирған адәмгә қарши уруш қилмақчи болисән? у киши елип кәлгән һәқ вә
тоғра йолға әгәшкәнләрниң қини билән нәйзәңни буяшқа буйруған у сәвәп
зади немә? дәйтти. нуәйимниң өз- өзи билән елип барған бу сөһбити ахири
униңға кәскин бир қарарни ата қилди, нуәйим бу қарарини иҗра қилиш үчүн
шу һаманла атланди.
нуәйим бир йәрдә ятқан әскәрләрниң
арисидин астиғинә суғурулуп чиқип кечә қараңғулиқида пәйғәмбәр
әләйһисалам бар тәрәпкә кәлди, пәйғәмбәр әләйһисалам нуәйимниң
кәлгәнликини көрүп униңдин:" сән нуәйим ибни мәсудму? дәп сориди. нуәйим:
һәә, и аллаһ ниң пәйғәмбири! деди. пәйғәмбәр әләйһисалам:" бу кечидә
сени бу йәргә немә елип кәлди?" деди. нуәйим: мән бир аллаһ тин башқа
илаһниң йоқлиқиға вә сениң аллаһ ниң бәндиси вә әлчиси икәнликигә
гуваһлиқ ейтишқа кәлдим, и аллаһ ниң пәйғәмбири! мән мусулман болғили
кәлдим, қәвмим мениң мусулман болғанлиқимни билмәйду, мени сән халиған
ишиңға буйриғин, деди. пәйғәмбәр әләйһисалам:" сән уларниң ичидики
бизниң бирдин- бир адимимиз болусән, сән уларниң арисиға берип уларни
бизгә һуҗум қилиштин имканийитиңниң йетишичә тосқин, уруш дегән нәйрәң."
деди. нуәйим: болуду, и аллаһ ниң пәйғәмбири! сән мәндин сени хурсән
қилидиған ишни көрүсән, деди- дә арқиға бурулуп йүрүп кәтти.
нуәйим удул бәни қурәйзә
йәһудийлириниң қешиға барди, униң бурун улар билән йеқин достлиқи бар
иди. у: и бәни қурәйзә қәвми! силәр мениң силәр үчүн садиқ икәнликимни
вә силәргә болған достлиқимни билисиләр, деди. улар бирдәкла: һәә! сән
бизниң нәзиримиздә бирәр иштиму әйиплик әмәссән, дейишти. нуәйим: қурәйш
вә ғәтан қошуниға кәлсәк, уларниң бу уруштики әһвали силәрниң әһвлиңлар
билән охшашмайду, деди. улар: у қандақ әһвал? дәп сорашти. нуәйим: бу
юрт болса силәрниң юртуңлар, бу йәрдә силәрниң маллириңлар, балилириңлар,
аяллириңлар бар! силәр уларни башқиларға ташлап қоюп кетәлмәйсиләр!
қурәйш қәбилиси билән ғәтқан қәбилисиниң маллири, балилири, аяллири
башқа юртта, улар һазир муһәммәд билән уруш қилиш үчүн кәлди вә силәрни
муһәммәд билән қилишқан вәдәңларни бузушқа чақирди, силәр буниңға һәм
мақул болдуңлар, әгәр улар бу урушта ғәлбә қилса һәммиңлар ғәнимәтдар
болусиләр, навада мәғлуп болса улар өз юртлириға тикивитиду, силәрни
болса муһәммәдкә ташлап бериду, шуниң билән муһәммәд силәрдин қаттиқ
интиқам алиду... силәр муһәммәдкә тәң киләлмәйдиғанлиқиңларни обдан
билисиләр! деди. буни аңлап улар: һәқиқәтән раст гәп қилдиң, сениң
қаришиңчә қандақ қилсақ тоғра болуду? деди.
нуәйим: мениңчә, силәр улардин бир
түркүм кишиләрни гөрәгә алмиғичә улар билән биргә уруш қилмаңлар, шундақ
қилсаңлар уларни таки ғәлбини қолға кәлтүргүчә яки улардин ахирқи бир
адәм қалғичә урушқа елип чиқалайсиләр! деди. буни аңлап улар: сән бизгә
йол көрсәттиң, көйүндүң, дейишип кәтти.
нуәйим уларниң қешидин чиқип әбу
софиянниң қешиға кәлди йәни қурәйшләрниң қоманданлириниң йениға кәлди вә
уларға: и қурәйш хәлқи! силәр мениң силәргә болған сәмимий дослуқимни вә
муһәммәдкә болған өчмәнликимни билисиләр... мән бир иштин хәвәр таптим,
бу ишни силәргә оқтуруп қоюшимниң зөрүрликини вә у ишни өз вақтида
йиғиштуруш үчүн силәргә мәслиһәт бәрмисәм болмайдиғанлиқини билдим,
бирақ силәр бу сөзлиримни сир тутуңлар, деди. қурәйшләр: биз сениң
дегиниңдәк қилимиз, дейишти. у сөзини давам қилип: бәни қурәйзә
муһәммәдкә қарши чиққиниға пушайман қилипту вә муһәммәдкә адәм
әвәтип:биз қилған ишимизға пушайман қилдуқ вә сән билән қайта сүлһи
түзүшүп яришип қилиш нийитигә кәлдуқ, қилған ишимизниң бәдилигә қурәйш
вә ғәтан қәбилисидин бир қисим мөтивәр кишиләрни тутивилип уларни
силәргә тапшуруп бәрсәк рази боламсән? таки сән уларниң үстүдин ғәлбә
қилғанға қәдәр биз сән билән биргә улар билән уруш қилимиз дәпту,
муһәммәд бу тәклипкә қошулупту, навада улар силәрдин адәм сорап кәлсә
һәргиз бәрмәңлар, деди.
буни аңлиған әбу софиян: сән немә
дегән яхши итипақдаш, аллаһ саңа көпләп әҗир бәрсун! деди.
нуәйим бу йәрдин чиққип қәвми
ғәтақан қәбилисиниң йениға кәлди вәуларғиму әби софиянға дегән сөзләрдәк
сөзләрни қилди һәм әби софиянни агаһландурған ишлардин агаһландурди.
әбу софиян бәни қурәйзә қәбилисидин
әһвал игәләп келиши үчүн оғлини әвәтти. оғли уларниң қешиға берип:атам
селәргә салам ейтти, һәмдә силәргә: бизниң муһәммәд билән болған
муһасиримиз бәк узурап кәтти, биз ахири муһәммәдкә қарши уруш ечиш
қарариға кәлдуқ... дегән сөзини йәткүзүп қоюшимни тапилиди, һәмдә
силәрни атам билән учурушуш үчүн чақирип келишкә әвәткәниди, деди.
бәни қурәйзә каттилири әби софиянниң
оғлиға: бүгүн шәнбә! биз бу күндә һич иш қилмаймиз, униң үстүгә силәр
билән ғәтақан қәбилисидики мөтивәрләрдин бизгә йәтмиш кишини гөрөгә
беришкә рази болмисаңлар биз силәр билән биргә урушқа чиқмаймиз, навада
урушуш еғир кәлсә силәр юртуңларға бизни ташлап кетивилип қутулисиләр,
бизни болса муһәммәдкә ташлап берисиләр, силәр билисиләр биз униңға
һәргизму тәң киләлмәймиз, дейишти.
әби софиянниң оғли қайтип келип бәни
қурәйз қәвиминиң дегәнлирини йәткүзди. буни аңлап қурәйшләр: һу маймун,
туңгузларниң балилири! улар әмди зиян тартти, аллаһ билән қәсәмки, улар
биздин бир тал қойниму гөрөгә алалмайду, дейишти.
шундақ қилип нуәйим әһзап қошуниниң
арисини парчилашта толуқ ғәлбә қилди, аллаһ қурәйш вә униң
әгәшкүчилиригә шунчилик қаттиқ шивирғанлиқ бир соғуқ боран әвәттики, бу
шамал уларниң чидирлирини өрүп қазанлирини көмтүрүп, отлирини өчүрвәтти
һәм уларниң еғиз- бурунлириға қум тошқузивәтти. улар қачидиған җай
тапалмай қалди- дә амалсиз кечә қараңғулуқидин пайдилинип тикивәтти.
таң юриғанда мусулманлар дүшмән
қошуниниң чикинип кәткәнликини көрүп хушаллиқлирини басалмиған һалда:
бәндисигә ярдәм бәргән, өз қошунини әзиз қилған, өзи йәккә туруп нурғун
гуруһни мәғлуп қилған аллаһ ға миңларчә шүкриләр болсун! дәп товлишип
кәтти.
шу күндин башлап нуәйим пәйғәмбәр
әләйһисаламниң ишәнчилик адәмләрдин бири болуп қалди. мәккә фәтһи
қилинған күниси әби софиян мусулманларниң қошунини көздин кәчүрветип
ғәтқан қәбилисиниң байриқини көтүрвалған бир адәмни көрди вә
йенидикиләрдин: аву киши ким? дәп сориди. улар: у нуәйим ибни мәсуд, дәп
җавап бәргәндә әби софиян :бизгә униң хәндәк күни қилған иши наһайити
бәк яман болған иди! аллаһ билән қәсәмки униң бурун муһәммәдкә адавити
наһайити бәк күчлүк иди, мана бүгүн униң алдида қәвминиң байриқини
меңипту, у бизгә уруш ечиш үчүн муһәммәдниң байриқи астида меңипту, деди.
аллаһ нуәйимгә барлиқ мусулманлар
тәрипидин катта әҗир ата қилсун! һәмдә азғунлуқ ичидин тоғра йол тепип
маңалайдиған әқил- парасәт ата қилсун! хаталиқлиримизни төһпиләр яритиш
арқилиқ ююш пурсәтлирини ата қилсун! амин!!!
--------------------------------------------------------------------------------
[1] әһзаб уруши һиҗирийәниң 5- йилири әтирапида пәйғәмбәр әләйһисалам
билән бәни мушрикларниң бирләшмә қошуни отурсида болуп өткән уруш болуп
урушушқа кәлгән мушрикларниң қошуни көп хил гуруһларниң бирлишишидин
тәркип тапқачқа әһзап ( гуруһлар) уруши,ддәп аталған, бу урушқа
пәйғәмбәр әләйһисалам мәдинә шәһириниң сиртиға хәндәк колап мудапәдә
турғачқа бу уруш йәнә хәндәк уруши ддәпму аталған.
саһабиләр
һаяти сәһипсигә қайтиш > |