|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 
 
  1- һәдис: инсанниң яритилиши вә униң тәқдири һәққидә

حدثنا رسولُ اللَّه صَلّى اللهُ عَلَيْهِ وسَلَّم، وهو الصَّادِقُ المصدوقُ: «إِنَّ أَحَدَكُمْ يُجْمَعُ خَلْقُهُ في بَطْن أُمِّهِ أَرْبَعِينَ يَوْماً نُطْفَةً، ثُمَّ يَكُونُ عَلَقَةً مِثْلَ ذلِكَ، ثُمَّ يَكُونُ مُضْغَةً مثْلَ ذلِكَ، ثُمَّ يُرْسَلُ المَلَكُ، فَيَنْفُخُ فِيهِ الرَّوحَ، وَيُؤْمَرُ بِأَرْبَعِ كَلِماتٍ: بِكَتْبِ رِزقِةِ، وَأَجلِهِ، وَعمَلِهِ، وَشَقيٌّ أَوْ سعِيدٌ. فَوَ الَّذِي لا إِله غَيْرُهُ إِنَّ أَحَدَكُمْ لَيَعْمَلُ عَمَلَ أَهْلِ الجَنَّةِ حَتَّى مَا يَكُونُ بَيْنَهُ وبَيْنَهَا إِلاَّ ذِراعٌ، فَيَسْبقُ عَلَيْهِ الْكِتابُ، فَيَعْمَلُ بِعَمَلِ أَهْل النَّارِ، فَيَدْخُلُهَا، وَإِنَّ أَحَدَكُمْ لَيَعْمَلُ بِعَمَلِ أَهْلِ النَّارِ حَتَّى مَا يَكُونُ بَيْنَهُ وَبَيْنَهَا إِلاَّ ذِرَاعٌ، فَيَسْبِقُ عَلَيْهِ الْكِتَابُ فَيَعْمَلُ بِعَمَلِ أَهْلِ الجَنَّةِ فَيََدْخُلُهَا» متفقٌ عليه.

1 ـ һәдис, пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламниң сәпдаш һәмраһлиридин болған абдуллаһ (ибни мәсуд) рәзийәллаһу әнһу шундақ дәйду: худаниң әлчиси муһәммәд әләйһиссалам бизгә мундақ сөзләп бәрди, һалбуки пәйғәмбиримиз болса раст сөзләйдиған, һәм башқиларму у кишини раст сөзләйду, дәп тонуйдиған кишидур. "һәр бириңлар яритилидиған чағда аниниң қосиқида 40 күн мәнийлик һалитидә җоғлишип туриду. 40 күндин кейин йәнә 40 күн қуюқ қанға айланған һалда туриду. андин кейин бир чайнам гөш һалитидә болуп 40 күн туриду. униңдин кейин аллаһ у гөшниң қешиға бир пәриштини төвәндикидәк төт җүмлә гәпни йезишқа әвәтиду.(1у балиниң туғулғандин кейин қилидиған иш ـ һәрикитини, (4 у балиниң қанчилик өмүр көрүшини, (3 дуняда һаят турған давамида қанчилик ризиқ йәйдиғанлиқини, (2у балиниң бәхт ـ саадәтлик мусулман болушини яки бәтбәхт капир болушини язиду. униңдин кейин у гөшкә җан берилиду. бәндиләр[1] ниң қулчилиқ ибадәт қилишиға пәқәт өзила һәқлиқ болған, униңдин башқа киши һәқлиқ болмиған бир аллаһ ниң һөрмити билән қәсәм қилимәнки, бәзи бириңлар өлүшигә йеқин болғанға қәдәр ـ җәннәткә киридиғанлар қилидиған яхши әмәл ـ ибадәтләрни қилиду. лекин униң дозахқа кириши йезилғини үчүн өлүш алдида дозахқа киришкә сәвәб болидиған яман ишларни қилип билән өлүп кетип дозахқа кириду. вә бәзиңлар бириңлар өлүшкә йеқин қалғанға қәдәр, дозахқа киридиғанлар қилидиған яман ишларни қилиду, андин кейин у кишини җәннәткә кириду дәп йезилғини үчүн өлүш алдида җәннәткә киридиғанлар қилидиған яхши ишларни қилип өлүп җәннәткә кириду". бу һәдис имам бухари вә муслимниң китабида йезилған. [мишкат шериф 28 ـ бәттин елинди
шәрһиси:
[1] раст мәбуди болушиға. мәқсәт мусулманлчилиқ асан болсун үчүн мал, тән, дил билән яхши ибадәт қилиш лазим. әксичә мундақ буйрулған ибадәтләрни қилмиса ундақ кишигә дозах йоли асан болиду.

һәдис сәһипсигә қайтиш

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org