|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 

5 ـ һәдис: қәбрә һәққидә

عن أنس بن مالك رضي الله عنه أنه حدثهم أن رسول الله  صلى الله عليه وسلم قال: «إن العبد إذا وضع في قبره وتولى عنه أصحابه وإنه ليسمع قرع نعالهم أتاه ملكان فيقعدانه فيقولان: ما كنت تقول في هذا الرجل لمحمد صلى الله عليه وسلم. فأما المؤمن فيقول: أشهد أنه عبد الله ورسوله. فيقال له: انظر إلى مقعدك من النار، قد أبدلك الله به مقعدا من الجنة. فيراهما جميعا. قال قتادة وذكر لنا أنه يفسح في قبره ثم رجع إلى حديث أنس. قال: وأما المنافق والكافر. فيقال له: ما كنت تقول في هذا الرجل. فيقول: لا أدري، كنت أقول ما يقول الناس, فيقال: لا دريت ولا تليت. ويضرب بمطارق من حديد حصول فيصيح صيحة يسمعها من الثقلين» متفق عليه.

рәсулуллаһниң саһабилиридин әнәс исимлик киши ривайәт қилидуки, пәйғәмбәр әләйһиссалам шундақ деди: "аллаһ ниң қайси бир бәндиси өлсә, уни қәбрә ичидә көмүп қоюп, башқилар қайтип кетишкә башлиса, у өлгән киши қәбрә бешиға кәлгән көпчиликниң тарқаватқан чағдики аяқлириниң авазини аңлап турған һалитидә қәбригә икки пәриштә кириду, у адәмни олтурғузуп сорақ қилип: сән дунядики чағда муһәммәд әләйһиссалам һәққидә немә дәйттиң? (немә дәп тонуйттиң?) дәйду. әгәр у қәбридики киши мөмин (ислам диниға ишинидиған) болса, мән муһәммәд әләйһиссаламни аллаһ ниң әлчиси, униң қули, бизгә дин өгитиш үчүн бәлгиләнгән пәйғәмбәри дәп тонуйттим, иқрар қилаттим, дәйду. андин кейин у кишигә: сән дозахтики туридиған орниңға қариғин! аллаһ униң орниға саңа җәннәттин орун алмаштуруп бәрди, дейилиду. у мөмин һәр икки орунни көриду.

әгәр у қәбридики киши мунапиқ (көрүнүши мусулман ـ дилида капир) болса яки ички ташқи җәһәттә очуқ капир болса, униңдин: сән мушу муһәммәд әләйһиссалам һәққидә немә дәйттиң? дәп сорақ қилиниду. у: мән билмәймән, хәлқ немә десә шуни дегән идим (тонумайттим, ишәнмәйттим) дәп униңға: сән билмигән, әгәшмигән идиң, дегәндин кейин уни томур тоқмақ (базған) билән бирни уриду, у адәмниң вайҗан! дәп товлиғинини җин билән адәмдин башқа барлиқ мәхлуқатлар аңлайду". [бирликкә кәлгән һәдис, мишкат шериф 38 ـ бәттин елинған].
шәрһиси:

тинимизни тәшкил қилған нәрсиләрниң һәммиси тупраққа кириду. комүлсун яки күл, топа болуп тозитиветсун яки йиртқучлар, һайван йәп кәтсун яки шишигә қачилансун һәммси қәбри болиду. һәммидин охшашла тирилдүрүп сорақ қилиниду.
 

һәдис сәһипсигә қайтиш

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org