|
|
7 - һәдис: бидәт һәққидә
عن عائشة
قالت قال رسول الله صلى الله عليه وسلم: «من أحدث في أمرنا هذا ما ليس منه
فهو رد» متفق عليه.
мөминләрниң аниси (пәйғәмбиримизниң аяли) аишә
рәзийәллаһу әнһадин ривайәт қилинидуки. пәйғәмбәр әләйһиссалам шундақ
деди: "һәрким бизниң дин ишлиримиз ичигә динимиз қатарида болмиған ишни
пәйда қилса, уни рәт қилиниду" [бирликкә кәлгән һәдис].
шәрһиси:
ислам динимизниң асасий қануни, хизмәт дәстури болса, қуран кәрим вә
рәсулуллаһниң сөзлири, қилған ишлири яки қошулған ишлири вә
саһабикирамларниң пикри, қарар бирлики һәм қуран ـ һәдискә селиштуруп
һөкүм қилған қараридин ибарәт болуп, мусулманлар өзиниң диний етиқади,
ибадити, иҗтимаий, сияси ишилирида мушу төт асасқа йөлиниду. һәм суниду.
әмма етиқад мәсилилири һәм аллаһ таалаға қилинидиған ибадәтләр, омумән аллаһ
тааладин саваб үмид қилип қилинидиған ишлар болса рәсулуллаһ һаят
вақтида сөз тәшвиқ, әмәлий һәрикити билән толуқ вә очуқ көрситилгән. кәм
йери қалмиған. "бүгүн силәрниң диниңларни пүтүн қилдим, силәргә
немитимни тамамлидим, ислам динини силәрниң диниңлар болушқа таллидим"[1]
дегән айәтниң мәзмуни бойичә диний ишлар пәйғәмбәр әләйһиссалам заманида
толуқ өгитилгән. әмма мусулманларниң сиясий, иҗтимаий, иқтисадий
ишлирида омумән өзара муамилә ишларда қуранда яки сәһиһ һәдистә очуқ
көрситилмигән мәсилиләргә қарита һәр заманниң әһвалиға қарап
мусулманларниң мәнпәәти, диний исламниң тәрәққияти вә раваҗлинишини асас
қилған һалда ислам өлималири кеңәш вә тәтқиқат елип бериш арқилиқ қанон
бәлгилишигә орун қалдурған.
шуңа ибадәткә даир ишларда (пәрз болсун, ваҗип яки сүннәт вә яки
мустәһәб ишларда болсун) рәсулуллаһ қилмиған яки қилиңлар яки қилсаңлар
яхши демигән ишларни көрүнүштә ибадәттәк көрүнсиму, яки зикир сөһбәт
нами берилсиму яки шу ишни қилғучиға роһий һаләт пәйзи футуһат һасил
болсиму, яки кәшпи карамәтләр, қолға кәлсиму у ишқа сәһиһ һәдистә яки
саһабиләрдин хатириләнгән әсәрләрдә асаси болмиса уни саваб үмид қилип
бидәттур, бу ишларни қилса саваб әмәс бәлки гунаһкар болиду.
машайихлар ундақ дегән, палан әвлия мундақ қилған икән, чүшидә мундақ
көрүптикән дегәндәк сәләп салиһ әвлия машайихлиримизгә йөләп қоюп
мусулманларни йолдин чиқарғучи дүшмәнләрниң һекайилирини, асассиз һөкмәт
ـ қошақларни асас қилип, айәт сөзигә, һәдисләрниң дегинигә,
муҗтәһидларниң көрсәтмисигә онимай ислам йолидин айниған муруд тәбиәт
дуагүйларниң қилғини болса, дин әмәс азғунлуқтур, аллаһ алдида мәрдудтур.
өзини мусулман дегән һәр бир киши қуранда яки сәһиһ бухари, мишкат шериф
қатарлиқ сәһиһ һәдис китабилиридә йезилмиған. өлималарниң бирдәк
тәстиқидин өтмигән ишларни ибадәт дәп қилмаслиқи керәк. болупму
бәндиләрниң роһиға чоқунмай аллаһ ниң өзигила баш игиши, аллаһ тааладинла үмид
қилиш, униңдинла мәдәт сориши керәк. [мишкат шериф 42 ـ бәттин елинди]
җабир рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки. пәйғәмбәр әләйһиссалам
мундақ дегән: "аллаһ таалаға һәмдусана йоллиғинимидин кейин: дәйдиған сөзүм
шуки, барлиқ сөзләрниң һәммидин яхширақи аллаһ ниң китаби (қуран) дур.
әгишип маңидиған йолларниң яхшиси муһәммәдниң (мән пәйғәмбәрниң) маңған
йолидур. қилинидиған ишларниң әң яман хәтәрлики ислам дини намидин йеңи
дин пәйда қилинған ишлардур. дин исми билән яки ибадәт нами билән
мусулманлар арисиға пәйда болидиған йеңи ишлар азғунлуқтур. кишиләрни
исламниң чоң йолидин аздуриду". (имам муслм ривайити).
шәрһиси:
ـ бидәтниң немилики тоғрисида юқирида изаһат берилди. әмма йеңи пәйда
болған ишлар ичидин, йеңи техника, заманивий санаәтләр, заманивий уруш
қораллири, завут ـ фабрикилар, айропилан, пойиз, парахут, аптомубил
қатарлиқ вә башқа заманивий әслиһәләр бидәт әмәстур. чүнки у ишлар
инсанлар турмушиға даир ишлар болуп бу һәқтә ислам дини инсанларни өз
әқлини ишқа селип аллаһ яратқан хам ـ әшялардин кәң пайдилинишни тәшәббус
қилиду. бәлки мусулманларниң инсанийәткә пайдилиқ ишларни ишләштә,
һәммидә алдида турушни, сиясий тәдбир, һәрбий күч, тактика, һүнәр ـ
санаәт, пилан, иттипақ, бирлик сәп ишлирида ислам диниға ишәнмәйдиған
барлиқ дүшмәнләрдин үстүн вә алдида турушни буйруйду.
әмма йепмәк ـ ичмәк, кийим ـ кечәк йүрүш ـ туруш, ишлиридики йеңи
адәтләр ـ йеңи посунлар кишини диндин аздуридиған бидәттин болмисиму,
мусулманлар мумкин қәдәр орп ـ адәт, кйим кийиш тамақ, тормушлиримиздиму
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң дегинини, қилғинини қилишимизниң яхши вә
нәтиҗилик икәнликидә шүбһә йоқ.
болупму капир милләт қолида мәһкум болған мусулман милләтләр өзиниң
диний вә миллий орп ـ адити, кийим ـ кечикидин нумус қилип әҗнәбийлар
адитини қобул қилиш, қияпитини өзгәртиши болса мәдәнийәт әмәс, маймунлуқ,
мәйдансизлиқтур. [мишкат шериф 42 ـ бәттин елинди]
--------------------------------------------------------------------------------
[1] сүрә маидә 3 ـ айәтниң бир қисми.
һәдис сәһипсигә қайтиш
  |
|