|бирләшмә ислам муназирә мунбири | пикир дәптири | улинишлар|уйғурчә|

 
 
 
 

хизмәтлиримиз

кириш сөз

үн ـ син

көп тиллиқ қуран

дини китаблар

 
 
 
 

күндә бир һәдис

рамизанлиқ сәһпә

саһабилар һаяти

мәзһәп вә пикир еқимлири

мақалилар

 
 
 
 

һөҗҗәтлик филимләр

мәшһур шәхсләр

тәрмиләр

рәсим албуми

тордин чүшүрүң

алақә қилиң

 
 
 
 
 
 

8ـ һәдис: җәннәткә киридиғанлар һәққидә

عن أبي هريرة أن رسول الله صلى الله عليه وسلم قال: «كل أمتي يدخلون الجنة إلا من أبى. قالوا: يا رسول الله. من يأبى؟ قال: من أطاعني دخل الجنة ومن عصاني فقد أبى» رواه البخاري.

әбуһурәйрә рәзийәллаһу әнһудин ривайәт қилинидуки, пәйғәмбиримиз мундақ деди: "мениң үммитимниң ичидин унимиған кишидин башқа һәммиси җәннәткә кириду" деди. бир киши: унимиған ким? деди. рәсулуллаһ: "маңа бойсунған киши җәннәткә кириду. маңа асийлиқ қилған киши болса онумиған кишидур" деди. [имам бухари ривайити, мишкат шериф 42 бәттин елинди]

шәрһиси:

демәк: пәйғәмбәр әләйһиссаламниң пүтүн буйруқлири аллаһ таалаға әлчилик үчүн буйруған буйруқ болуп маһийәттә аллаһ тааланиң буйруқидур. кишиләрни бир иштин мәний қилсиму маһийәттә аллаһ таала өзи тосқанлиқтур.

шуңа пәйғәмбиримизгә бойсунуш аллаһ таалаға бойсунғанлиқ болуп, бу болса диний исламда яхши иш дәп көрситилгән барлиқ вәзипиләрни қизғин ада қилиш билән ипадилиниду. пәйғәмбәр әләйһиссаламниң сөзигә унумаслиқ болса аллаһ тааланиң буйруқиға унумиғанлиқ болуп, бу болса аллаһ таалани инкар қилиш яки аллаһ таалаға башқа бирсини шерик дәп тонуш яки дини ислам мәни қилған яман ишларни қилиш билән ипадилиниду. шуңа пәйғәмбиримгә итаәт қилған киши җәннәткә кириду. пәйғәмбиримиз башлимиған йолға маңғили онимиған киши җәннәткә кирәлмәй дозахқа кириду. [имам бухари ривайити, мишкат шериф 42 ـ бәттин елинди]

һәдис сәһипсигә қайтиш

 
 
 
баш бәткә қайтиш

webmaster@munber.org

 2007 - 2007  нәшр һоқуқи мунбәр тор бекитигә аит

  Copyright and reserved by http://www.munber.org