|
|
әссаламу әләйкум , һөрмәтлик
тордашлар !
хәлқара учур тори ـ интернет ـ ниң йәршари
характерлик омумлишиши ахбарат вә учур саһәсидә аҗайип зор қолайлиқларни
яритип, инсанларниң тил, әдәбият – сәнәт, тарих, мәдәнийәт, дин, сиясәт,
иқтисад... қатарлиқ санап төгитиш қейин нурғун җәһәтләрдики илгирилиши,
ортақлишиши вә тәрәққиятини мәйданға кәлтүрди. илим дунясиниң пәнләрни
инчикә түрләргә айриши һәммә нәрсиниң, һәтта тор бәтлириниңму кәспилишиш
тәрәпкә йүзлиниш җәрянини тизләтти. демәк, ислам диниға аит уйғурчә тор
бәтлири болсиму, һаятниң һәммә тәрәплирини өз ичигә алған бипаян деңиз
кәби бу динниң билгилирини кишиләргә әтраплиқ йәткүзүш җәһәттә йәнила
бир – бирини толуқлап, һәмкарилишип маңмиса болмайдиғанлиқи пакит тәләп
қилмайдиған һәқиқәткә айланди.
шундақ қилип, өзиниң бир қисим чоң һәҗимлик китаблири,тәрҗимә сияситидә
мөтидил ислам килассиклириниң нопузлуқ диний әсәрлирини һазирқи заман
уйғур әдәбий тилиға тәрҗимә қилиш вә тарқитиш хизмити билән һәммиңларға
тонулған "уйғур тәрҗимә мәркизи" му бу җәһәттики бошлуқларни толуқлаш
җәһәттә мәлум дәриҗидә һәссә қошушни өзиниң дини мәҗбурийити һесаблап,
"<http://www.munber.org>" (йәни мәсчиттики имам хутбә ,оқуйдиған <http://www.munber.org>) исимлик бу тор бетини ясап деққитиңларға
сунди. демәк, мәркизимиз өзиниң тәрҗимә қилип тәйярлиған китаблирини
бастуруп тарқитиш, тор бети арқилиқ оқурмәнләргә техиму тез вә һәқсиз
йәткүзүп бериштин башқа, исламниң әқидә, тәфсир, һәдис, фиқһиға аит
түрлүк саһәлири бойичә китаблар, илмий мақалиләрни тәрҗимә қилип
оқурмәнләргә сонуш, ислам диниға даир соралған соалларға қуран, һәдис,
сәләфләрниң китаблири вә заманимиздики муҗтәһид алимларниң иҗтиһадлириға
тайинип торуп пәтива яки җаваб бериш, униңди башқа күндүлүк хәлқаралиқ
хәвәрләр билән тәминләшләрни мәқсәт қилиду. һалбуки, китаблиримиз уйғур
мусулманлириниң өз динини әсли мәнбәси арқилиқ тоғра вә толуқ чүшинишигә
һәмдәм болалиса, күткән арзулиримиз әмәлгә ашқан болиду.
тор бетимиз һечқандақ орган яки күчләрниң һимайисидиму әмәс һәм сиясий
паалийәтләрниң һәр қандиқидин йирақ һалда хизмитини давамлаштуриду.
бетимизниң муназирә мунбири, пикир дәптәрлиридиму һәрқандақ адәмниң
сиясий мәсилиләрни оттуриға қоюши, талаш – тартиш қилишиға қәтий йол
қоюлмайду. шундақла шу қатардики мәзмунларни тор бетимиздин дәрһал
үчүрүп ташлиниду һәм у пикирләрниң һечқандақ мәсулийитини өз үстигә
алмайду.
һөрмәт билән :
уйғур тәрҗимә мәркизи |
|